дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 17

93941
дунйада из қалдурған түркий хәлқләрниң улуғ затлири - 17

түркийә авази радийоси: нәсрәттин туси, 1201 – йили 17 – феврал хурасанниң тус шәһиридә мөтивәр вә өлима аилидә дунйаға кәлгән. дадиси заманидики тонулған кишиләрдин бири болуп, фиқиһ вә илаһийәт саһәсиидә йетишкән киши иди. нәсрәттин туси башланғуч савадини дадисиниң тәрбийәси астида чиқарған. у дадисиниң йардимидә илаһийәт вә ислам пәлсәпәсини өгиништин сирт, охшимиған алимларниң йенида туруп, охшимиған илим саһәлиридә өзини йетиштүрүшкә тиришқан. у тебабәт, пәлсәпә, фиқиһ, сийасәт, математика вә астирономийә пәнлири бойичә әйни дәврдики әң йахши устазлардин дәрс алған вә исмаилийәләрниң мәркизий коһистанға барған. у коһистанда исмаилийәләрниң һөкүмдари муһтәшәмниң тәклипини қобул қилип, ордида униң биринчи мәслиһәтчиси болған. нәсрәттин туси 1235 – йили мәшһур болған «әхлақий насири» намлиқ әсирини йезип тамамлиған. бу вақитта, әсәрниң кириш қисмида чүшиниш мумкин болғандәк, нәсрәттин туси билән һөкүмдар оттурисида мәсилиләр көрүлүшкә башлиған иди. нәсрәттин туси бу әһвални мундақ байан қилиду: «бу китаб мурәккәп мәзгилдә йезилди. тәқдирниң орунлаштуруши билән мәмликитимдин узақлаштим вә коһистанда қийин әһвалда қалдим.» нәсрәттин туси тилға алған қийин әһвал, униң 1235 – йили тутқун қилинип, аләмут қәләсидә нәзәбәнт астида өткүзүватқан һайатиға мунасивәтлик иди. тәхминән 20 йил давамлашқан қәлә һайати 1256 – йили чиңгизханниң нәвриси һелакуниң исмаилийәләрни мәғлуп қилиши билән ахирлашқан. нәсрәттин туси 20 йиллиқ мәһкумлуқ һайатида муһим әсәрләрни вуҗутқа чиқарған болуп, униң илм саһәсидики тәтқиқатлири, дунйа қариши вә иқтидари һелакуханниңму диққитини қозғиған. һелакухан уни өзигә баш мәслиһәтчи қилған. у башқа саһәләрдикигә охшашла, сийасәт вә дөләт башқуруш илимлиридиму муһим тәҗрибә вә чүшәнчиләргә игә иди. у иранда түрк – моңғул дөлитиниң қурулуши билән илмий паалийәтлири үчүн мувапиқ муһитқа еришип, пайтәхт марағада әйни дәврдики әң чоң рәсәтханини қурған вә у йәрни астирономийә тәтқиқатлириниң мәркизи һалиға кәлтүргән.

нәсрәттин туси мәслиһәтчи болғандин кейин, муһим төт мәсилә бойичә һелакуханни қайил қилишқа тиришиду. булар: алимларниң қоғдилиши вә илим – пәнниң тәрәққийати үчүн улардин пайдилиниш, хәлқ қийин әһвалда қалғанда елинидиған баҗларни адаләтлик шәкилдә қайтидин тәртипкә селиш, илимләрниң иҗад қилинишида муһим рол ойнайдиған рәсәтханиларниң қурулуши вә бағдад кутупханисини марағаға көчүрүш иди.

нәсрәттин туси 1258 – йили һелакуханниң тәстиқини алғандин кейин, шәрқниң әң һәшәмәтлик «мараға рәсәтханиси» ниң қурулуши башлиниду. рәсәтхана бинаси асасий бина вә қошумчә биналар болуп 13 бинадин тәшкил тапиду. асасий бинаға астрономийәлик көзитиштә ишлитилидиған әслиһәләр қойулиду. қошумчә биналарға болса, мәдрисә, кутупхана вә дуканлар селиниду. 30 миң алтун динарға пүткән рәсәтхана 12 йилда пүткүзүлүп, 1271 – йили рәсмий ишқа кириштүрүлиду.

дунйа илим тарихида муһим орунда туридиған нәсрәттин тусиниң нами, охшимиған җайларда охшимиған намлар билән тилға елиниду. мәсилән, җәнубий йерим шарда наһайити чоң бир йанар тағқа нәсрәттин туси, дәп нам берилгән. буниңдин башқа, 1979 – йили сабиқ совет иттипақиниң бир астирономийә алими тәрипидин байқалған пиланета «нәсрәттин туси пиланетаси» дәп аталған. теһранда нәсрәттин туси намида чоң бир универстетниң барлиқини, әзәрбәйҗанда болса, рәсәтханиларниң қурулғанлиқини әсләп өтүшкә әрзийду.

хуласә қилғанда, нәсрәттин туси инсан мәркәзчилик дунйа қаришиға игә болуп, у әсәрлиридә инсаний муамилиниң асасий өлчәмлирини түзүшкә тиришқан иди. у бу мәқсәттә «әхлақий насири» намлиқ әсиридә, «ғайилик инсан», «ғайилик аилә» вә «ғайилик җәмийәт» бәрпа қилиш үчүн муһакимә йүргүзиду. у җәмийәтниң асасий унсурлири болған киши, аилә, дөләт вә башқа иҗтимаий амилларниң қурулмилирини һәл қилишқа тиришиду. нәсрәттин тусиниң дунйа қаришиниң асаси болса билимдур. униң пикирлирини күнимизгичә йәткүзгән әң муһим тәрипиму, вәқәләргә болған илмий позитсийәси вә һәл қилиш усулидур.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر