нийу йорктики түрк өйидә «хәлқара йемәк - ичмәк фестивали» өткүзүлди

америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридики түрк өйи иккинчи қетим «хәлқара йемәк - ичмәк фестивали»ға ишиклирини ачти.

2065554
нийу йорктики түрк өйидә «хәлқара йемәк - ичмәк фестивали» өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: чәт әл консулханилири җәмийитиниң орунлаштуруши, түркийәниң нйу йорктики консулханисиниң саһибханлиқида уйуштурулған «хәлқара йемәк - ичмәк фестивали»ға  18 дөләт иштирак қилди.

фестивалға, нийу йоркта вәзипә өтәватқан консулханиларниң хадимлири, йуқири дәриҗилик рәһбәрләр, дипломатик орунларниң хадимлири вә нурғун меһманлар қатнашти.

музика консерти тәңкәшликидә өткүзүлгән фестивалда филиппин, булғарийә, қазақистан вә мексика сәнәткарлири өзлириниң әнәниви музикилири билән қисқа номурларни орунлиди.

меһманларға һәр хил түрк вә дунйа йемәк – ичмәклири тәқдим қилинди.

түркийәниң нийу йоркта турушлуқ баш консули рәйһан өзгүр фестивалда сөзи җәрйанида, бу паалийәтләрниң көпинчисиниң башқа алақидар тәрәпләр, болупму нийу йорктики дипломатик орунлар, консулханилар вә аммиви тәшкилатлар билән бирликтә уйуштурулғанлиқини тилға елип: «түрк өйи, бу алаһидилики билән, нийу йорктики мәдәнийәт вә дипломатик мәркәзгә айланди» деди.

буниң мәйли авамниң вә мәйли башқа дөләтләрниң алдида болсун, түркийәниң техиму йахши тонулушиға төһпә қошуватқанлиқини тәкитлигән өзгүр, түрк өйиниң бу функсийәсини давамлаштуридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر