америкада мусулманларға айримчилиқ қилиш қилмишлири әвҗ елип кәтти

америка қошма иштатлириниң йеңи җерсей иштатида мусулманларға айримчилиқ қилиш қилмишлири һәққидики әрз-шикайәтләр бултур %46 көпийип кәтти.

1989729
америкада мусулманларға айримчилиқ қилиш қилмишлири әвҗ елип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлиридики әң чоң мусулман пуқрави кишилик һоқуқ тәшкилати болған америка-ислам мунасивәтлири кеңишиниң йеңи җерсий иштати ишханиси «сот мәһкимисиниң сиртида қалған қилмишлар» намлиқ йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди.

доклатта әскәртилишичә, җерсей иштатидики мусулманларға айримчилиқ қилиш қилмишлири һәққидики әрз-шикайәтләр 2022 – йили алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %46 көпийип кәткән.

мусулманлардин %22.4 киши хизмәт муһитида,  %18.4 киши ишқа орунлишиш вә илтимас қилиш җәрйанида айримчилиқ қилиш қилмишлириға дуч кәлгән.

 мәктәпләрдә мусулман оқуғучилар әң көп бозәк қилиш, дәрс тәңсизлики вә оқутқучиларниң гуманий қарашлири қатарлиқ айримчилиқ қилиш қилмишлириға дуч кәлгән.

доклатни тәййарлиғучиларниң тәкитлишичә, америка қошма иштатлирида 2001-йилқи 11-сентәбир һуҗумлиридин кейинла дөләт миқйасида мусулманларға қарши очуқ - ашкара һалда әвҗ алған айримчилиқ қилиш қилмишлири аридин 20 йил өткәндин кейинму давамлашмақта икән. болупму мусулманларға қарши айримчилиқ қилиш қилмишлириниң шәкли нөвәттә «мәхпий гуманий қараш» қа өзгәргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر