әрдоған йүсүф ислам консертини көрди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әнгилийәлик музикант йүсүф исламниң консертини көрди.

1897347
әрдоған йүсүф ислам консертини көрди
erdogan yusuf islam konser2.jpg
erdogan yusuf islam konser1.jpg
erdogan yusuf islam konser.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: «Cat Stevens» намлиқ пиластинкилири билән 1960 – вә 1970 – йиллири даң чиқарған,  1977 – йили мусулман болушни таллиғандин кейин, исмини «йүсүф ислам» ға өзгәрткән әнгилийәлик сәнәткар, пайтәхт әнқәрәдики бәштәпә миллий қурултай вә мәдәнийәт мәркизидә консерт бәрди.

консертни, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән рәпиқиси әминә әрдоған, муавин җумһур рәис  фуат оқтай, җумһур рәислик мәһкимиси ички кабент әзалири, йүсүф исламниң рәпиқиси фауза мубарәк әли вә оғли муһәммәд исламму көрди.

әнгилийәлик музикант,  нахша арилиқида меһманлар билән параңлишишқиму сәл қаримиди.

консертта, өзиниң унтулғусиз нурғун әсәрлирини орундиған әнгилийәлик музикант йүсүф ислам, сәһнидә бир саәттин көпрәк турди.

йүсүф ислам, консерттин кейин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға гитар совға қилди.

әминә әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, дунйаға даңлиқ музикант йүсүф ислам вә униң аилисидикиләрни түркийәдә күтүвалғанлиқлиридин интайин хушал икәнликлирини байан қилип мундақ деди: «йүсүф ислам, музикиниң аләмшумул тилини әкис әттүридиған әсәрлири билән қәлбимизни ләрзигә салди. болупму униң хәлқ шаиримиз йунус әмрәдин илһам алған мелодийәси бизни һаң – таң қалдурди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر