германийәдики түркләр моһтаҗларға йардәм қилди

германийәниң көлин шәһиридә йашаватқан түркләр өйи йоқлар вә вә қийинчилиқи барларға йемәклик йардәм қилди.

1879067
германийәдики түркләр моһтаҗларға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: тарихтики көлин чоң черкавиниң әтрапи, мәркизий пойиз истансиси вә бреславер мәйдани  әтрапида «өйсизләр күни» даирисидә тарқитилған дөнәр кавипи, айран вә татлиқ – турумлардин тәшкил тапқан  йемәк - ичмәк оралмисини сетивалмақчи болған моһтаҗ кишиләр узунға созулған өчирәт шәкилләндүрди.

«мәрһаба&маһлзейт» йардәм җәмийитиниң қурғучиси толга өзгүл бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «йардәм елиш үчүн өчирәттә турғунлар ичидә тәсирлинип йиғлиғанлар болди. бир моһтаҗ киши өзиниң әң ахирқи қетим 6 ай илгири дөнәр кавипи йегәнликини вә бу тамақни бәк йақтуридиғанлиқини ейтти. биз бу йардәм паалийитини сахавәтчиләрниң қоллиши билән  изчил давамлаштуримиз.»

йардәмдин тәхминән 200 дәк еһтийаҗлиқ киши бәһримән болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر