бир милйон мусулман һаҗи болди

һәҗ ибадитини ада қилиш үчүн муқәддәс җайда болуватқан тәхминән бир милйон мусулман һаҗи болди.

1854156
бир милйон мусулман һаҗи болди

түркийә авази радийоси хәвири: әрәфатта турғандин кейин, аптобуслар билән мздәлифәгә өткән һаҗи намзатлири, йерим кечидин етибарән гуруппилар һалитидә тәхминән 3 йерим километирлиқ йолини пийадә бесип, җәмәраттики шәйтанға таш етиш саһәсидә, «чоң шәйтан» дәп атилидиған «әқәбә җәмрәси» гә 7 таш атти.

көп сандики мусулманлар, шәйтанға таш етип болғандин кейин, узунға созулған йүрүш арқилиқ йетип барған кәбәдә, тавап ибадитини тамамлап, еһрамдин чиқти.

шундақ қилип, һәҗ ибадитини тамамлиған мусулманлар, һаҗи болди.

һаҗиларниң бир қисми бамдат вә һейт намазлирини кәбәдә оқуди.

2020 – вә 2021 – йиллири чәт әлдин һаҗи намзати қобул қилмиған сәуди әрәбистан даирилири, «ковид – 19» йуқуми шәртлириниң йениклишидин кейин, бу йил 65 йаштин төвән бир милйон һаҗи намзатини қобул қилидиғанлиқини уқтурғаниди.

бу даиридә, түркийәгә 37 миң 770 сан берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر