дөләт мудапиә министирлиқи чанаққәлә зәпири мунасивити билән видео һәмбәһирлиди

дөләт мудапиә министирлиқиниң твиттер бетидә, чанаққәлә деңиз зәпириниң 107-йиллиқи мунасивити билән бир видео һәмбәһирләнди.

1798109
дөләт мудапиә министирлиқи чанаққәлә зәпири мунасивити билән видео һәмбәһирлиди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң твиттер бетидә, чанаққәлә деңиз зәпириниң 107-йиллиқи мунасивити билән бир видео һәмбәһирләнди.

чанаққәлә шеһитлири үчүн йезилған: «тохта йолучи. сән билмәй келип қәдәм басқан бу йәр, бир дәвр ахирлашқан җайдур. игилип қулақ сал, бу җимҗит бир дөвә, вәтән йүрики соққан җайдур» дегән бейитлар билән һәмбәһирләнгән видео, қисқа вақит ичидә көп йақтурушқа еришти.

видеода, уруш йиллирида сүрәткә елинған көрүнүшләргиму орун аҗритилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر