тог йеңилиқлирини дунйаға тонуштурди

түркийәниң йәр шари маркаси болған тог (Togg) дунйадики әң чоң истемалчилар електрон йәрмәнкиси «CES 2022» дә, тунҗи йеңилиқлирини зийарәтчиләргә тонуштурди.

1758084
тог йеңилиқлирини дунйаға тонуштурди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң лас вегас шәһиридә 5-7-йанвар (2022) күнлири арисида өткүзүлгән «CES 2022» йәрмәнкисигә йәрлик аптомобил билән қатнашқан тог, ахбарат елан қилиш йиғинида, тунҗи йеңилиқлирини вә келәчәккә қараш нуқтиийнәзирини намайан қилған «TransitionConceptSmartDevice» намлиқ аптомобилини тонуштурди.

тог башлиқи гүрҗан каракаш өзлириниң классик аптомобил ширкити әмәсликини әскәртип: «өзимизни технологийә ширкити дәп билимиз. шуңа, технологийәдики әң йеңи йеңилиқлар вә тунҗиларниң учришиш нуқтиси болған мәзкур йәрмәнкигә қатнаштуқ. биз шәрқ билән ғәрб, әқил билән туйғу учрашқан җуғрапийәдә қурулған, йөткилишчан саһәдә мәшғулат қилидиған техника ширкити һесаблинимиз. биз аптомобил санаитиниң тез йөткилишчан екологийә системисиға айлиниватқан йеңи дунйада истемалчиларни вә санлиқ мәлуматларни мәркизимизгә елип, һәрикәтчан һәл қилиш чариси тапимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر