мисирда миладидин бурунқи дәвригә аит 110 мазар тепилди

мисирниң деқһалийә шәһиридә миладидин бурунқи дәвригә аит 110 мазарниң тепилғанлиқи билдүрүлди.

1630150
мисирда миладидин бурунқи дәвригә аит 110 мазар тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир сайаһәт вә қәдимки дәврләргә аит йадикарлиқлар министирлиқи, деқһалийә шәһиридики қум әлқулган археологийәлик қезип тәкшүрүш саһәсидә елип берилған паалийәтләр давамида 110 мазарниң оттуриға чиқирилғанлиини уқтурди.

гүмбәз шәкиллик мазарлардин 73 иниң миладидин бурунқи 3000 - 6000  -  йиллардин, тик төт булуң шәкиллик 37 мазарниң болса, миладидин бурунқи 1570 - 1782  -  йиллардин қалған йадикарлиқ икәнлики билдүрүлди.

байанатта йәнә, мазарларда инсанларниң қалдуқлиридин башқа, сапал буйумлар қатарлиқ йадикарлиқларниңму тепилғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر