су һайванлириғиму вухән вирусиниң йуқуш еһтимали бар

деңиз-окйанда йашайдиған сүт әмгүчи һайванларға су арқилиқ вухән вируси (Kovid-19) ниң йуқидиғанлиқи ениқланди.

1526686
су һайванлириғиму вухән вирусиниң йуқуш еһтимали бар

түркийә авази радийоси хәвири: «күндилик почта гезити» (The Daily Mail) ниң доклатиға қариғанда, канада «Halifax Dalhousie»  унверситетиниң тәтқиқатида, кит, делфин (йунус белиқи) вә деңиз шири қатарлиқ суда йашайдиған сүт әмгүчи һайванларниң вухән вируси билән йуқумлиниш еһтимали үстидә тәтқиқ елип барған.

тәтқиқатта, суда йашайдиған 36 сүт әмгүчи һайвининиң генлири тәкшүрүлгән болуп, улардин кәм дегәндә 15 иниң вухән вируси хәвипигә дуч кәлгәнлики байқалған.

алимлар деңиз-окйан сүт әмгүчиләрдики «ангийотинсинни айландуруш ензим 2» (ACE2) дәп атилидиған ақсил ферментиниң, йуқумға сәвәб болидиғанлиқини илгири сүрди.

алимлар суда йашайдиған сүт әмгүчи һайванларниң инсанларға қариғанда техиму асан йуқумлинидиғанлиқини әскәртип, йоқилиш гирдабиға берип қалған деңиз җанлиқлириниң паскина су арқилиқ йуқумлиниши мумкинликини агаһландурди.

тәтқиқат гурупписиниң халифакис далхусйе университети кесәлликләр бөлүминиң тәтқиқат директори грахам деллейер (Graham Dellaire) мундақ деди:

«суда йашайдиған сүт әмгүчи һайванлар илгири һайатиға тәһдит салидиған, җигәр вә өпкә зәхимлинишини кәлтүрүп чиқиридиған охшимиған типтики таҗисимиған вирус билән йуқумланған.»

 бу тәтқиқат нәтиҗиси «омумий муһит илми» (Total Environment) журнилида елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر