патара қәдимки шәһиридә 2 миң йиллиқ тарихий йадикарлиқ тепилди

анталйаниң каш районидики қәдимки патара шәһиридә археологийәлик қезиш җәрйанида йилан шәкиллик «қурбанлиқ суписи» тепилди.

1511784
патара қәдимки шәһиридә 2 миң йиллиқ тарихий йадикарлиқ тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: нурғунлиған мәдәнийәтләргә саһибханлиқ қилғанлиқи үчүн «мәдәнийәтниң бөшүки» дәп аталған қәдимки шәһәр патарадики археологийәлик қезишларда тепилған асарә-әтиқиләр, илим-пән дунйасини өзигә җәлп қилип кәлмәктә.

археологийәлик қезишларда тепилған әсәрләрдә, инсанларниң турмушиға мунасивәтлик муһим излар болған ликйа бирләшмисиниң пайтәхти патара шәһиридики рим мунчиси вә сепил бирләшмиси ахирлашқан районда елип берилған археологийәлик қезишта, йилан сүрити бар қурбанлиқ суписи тепилди.

тепилған йәрдин чиқирилған вә қезилған өйниң бағчисиға қойулған қурбанлиқ суписи, әслигә кәлтүрүш хизмитидин кейин дәмри музейида көргәзмә қилиниду.

анталйа билим университети археологийә факултети оқутқучиси вә патара қәдимки шәһәр қезиш ишлириниң муавин мәсули доктор дочәнт мустафа кочак тепилған қурбанлиқ суписида чоң йилан сүритиниң барлиқини билдүрүп,  2 миң йиллиқ тарихқа игә икәнликини әскәртти.

у йәнә тепилған йадикарлиқниң мәрмәр таштин йасалғанлиқини байан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر