қашиқчи  җинайити мәзмун қилинған филим шиветсарийәдә қойулушқа башлиди

оскар мукапатлиқ бирйан фогелниң сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи җинайити мәзмун қилинған «өктичи» намлиқ һөҗҗәтлик филими шиветсарийәдә өткүзүлгән 16- нөвәтлик «зйурих кино байрими» да қойулушқа башлиди.

1502137
қашиқчи  җинайити мәзмун қилинған филим шиветсарийәдә қойулушқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: филимни тонуштуруш мурасимиға, фогелдин сирт йәнә,  бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң сотсиз вә халиғанчә өлүм җазаси иҗра қилиш мәсилилири алаһидә доклатчиси агнес калламард, җамал қашиқчиниң болғуси айали хатиҗә җәнгиз қатарлиқларму қатнашти.

қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида өткүзүлгән мурасимға, йәрлик вә хәлқаралиқ ахбарат васитилириниң адәттин ташқири дәриҗидә әһмийәт бериши диққәт қозғиди.

һөҗҗәтлик филимниң беләтлири бирқанчә күн илгирила түгәп кәтти.

«өктичи» намлиқ һөҗҗәтлик филим, тунҗи қетим йанвар ейида «сунданс кино байрими» да қойулған вә обзорчиларниң алқишиға еришкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر