түркийә вухән вирусиға қарши ваксена вә дора тәтқиқ қилмақта

түркийә санаәт вә технологийә министири мустафа варанк түркийәниң вухән вируси (Kovid-19) ға қарши ваксена вә дора йасаш ишлирида муһим илгириләшләрниң барлиқини вә тезликтә нәтиҗә елинидиған йеңичә усулларниң бекитилгәнликини ейтти.

1390125
түркийә вухән вирусиға қарши ваксена вә дора тәтқиқ қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә санаәт вә технологийә министири мустафа варанк пайтәхт әнқәрәдә «19-ковид түркийә мунбири» ниң башчилиқида өткүзүлгән «ваксена вә дора тәрәққий қилдуруш конферанси» да сөз қилди.

у түркийәниң үнүми йуқири болған тәтқиқат қурулмилири вә алимлири билән вухән вирусиға қарши ваксена һәмдә дора тәтқиқатиға дунйави төһпә қошуш үчүн тиришиватқанлиқини әскәртти.

у: «19-ковид мунбири астида йәттә ваксена лайиһәси билән химийә вә био техника методлирида йәттә дора тәрәққий қилдуруш лайиһәмиз бар. тез нәтиҗә елинидиған йеңичә усуллар бекитилди» деди.

у ваксена вә дора йасаш лайиһәлиридики асаслиқ тәтқиқатларға, түркийә билим вә технологийә тәтқиқат идариси-түбитак (TÜBİTAK)  ниң башчилиқ қиливатқанлиқини әскәртти.

у: «биз буниңға мунасивәтлик йиғинлиримизни, вирус хитайдики вақтидила, йәни буниңдин дәл икки ай бурун ачтуқ. кейинки вақитларда нәтиҗә елишни мәқсәт қилған һалда биллә ишләш роһини тирик тутқан һалда охшимиған тәҗрибиләрни бир йәргә топлидуқ. дөлитимиздә ваксена вә дора саһәсидә муһим нәтиҗиләр бар. 2019-йили башланған түбитак 1004 алий техника мунбәрлири чақириқи даирисидә, ваксена вә дора тәтқиқат гуруппилиримизни тәшкиллигән идуқ» деди.

у йәнә мундақ деди:

«академиклиримиз вухән вирусиға қарши туруш лайиһәлирини дунйада аз учрайдиған шәкилдә наһайити қисқа вақит ичидила әмәлийләштүрди. бу мәқсәттә 24 универстет, сәккиз дөләтлик тәтқиқат орни вә сәккиз хусусий ширкәтниң йүзләрчә тәтқиқатчиси йуқири ғәйрәт билән хизмәт қилмақта.

у ахирида: «кейинки басқучта барлиқ нәтиҗиләр клинкида синақ қилиниш үчүн сәһийә министирлиқиға қарашлиқ түркийә сәһийә иниститутлири идарисиға йәткүзүлиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر