15 - ийул демократийә вә миллий бирлик күни үчүн йеңи лого лайиһәләнди

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң хаинларчә һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитиниң үчинчи йилида «15 – ийул демократийә вә миллий бирлик күни» үчүн йеңидин лого лайиһәләнди.

1232348
15 - ийул демократийә вә миллий бирлик күни үчүн йеңи лого лайиһәләнди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму тивиттердики рәсмий адресида йеңи логони баш сүрити қилип ишлитишкә башлиди.

15 – ийул демократийә вә миллий бирлик күни даирисидә түркийә миқйасида өткүзүлидиған паалийәтләрдә ишлитилиши үчүн тәййарланған йеңи лого «www.15temmuz.gov.tr» намлиқ тор бетидә елан қилинди.

җумһур рәислик мәһкимиси, җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири башқармиси, җумһур рәислик мәһкимиси истратегийәлик вә хамчот башқармисиниң иҗтимаий таратқудики рәсмий адреслири, җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири башқармиси башлиқи фаһрәттин алтунниң иҗтимаий таратқудики адреси вә министирлиқларму йеңи логони баш рәсими қилип ишләтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر