түркийә рак дорилирини куба билән бирликтә ишләпчиқириду
түркийә сәһийә министирлиқи рак ваксинаси вә дорилирини бирликтә ишләпчиқириш мәсилисидә, куба билән ортақ тәтқиқат гурупписи қурушни қарар қилди.
![түркийә рак дорилирини куба билән бирликтә ишләпчиқириду](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/7846/de4f/1d96/5c21dca665e2e.jpg?time=1719174083)
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сәһийә министирлиқи рак ваксинаси вә дорилирини бирликтә ишләпчиқириш мәсилисидә, куба билән ортақ тәтқиқат гурупписи қурушни қарар қилди. бу даиридә, мушу һәптә ичидә кубадин бир йуқири дәриҗилик һәйәт түркийәгә келиду.
түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә ечилған 72-нөвәтлик дунйа сәһийә йиғинида, куба сәһийә министири җос ангел портал миранда билән көрүшти. көрүшүштә йуқумлуққа қарши ваксиналар, рак ваксинаси вә дорилири, өсмә кесәлликлири тәтқиқатида муһим тәҗрибигә игә куба билән бирликтә ишләпчиқириш қарар қилинди.
түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа ахирқи мәқсәтлириниң дора, ваксина вә тибиий үскүниләрдә өзини өзи тәминлийәләйдиған бир дөләт болуш икәнликини қәйт қилди. у мундақ деди:
«йәнә бир мәқситимиз, дунйа базарлирида риқабәт қилалайдиған ишләпчиқириш қурулмисиға игә болуштур.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![москвадики түрк җамаити қурбан һейтни бирликтә тәбриклиди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/8e6a/2853/0aaf/666fd7abbd4f1.jpg?time=1719174083)
москвадики түрк җамаити қурбан һейтни бирликтә тәбриклиди
русийәниң пайтәхти москвадики түрк җамаити қурбан һейтни бирликтә тәбриклиди.