амазон ширкити айға машина адәм әвәтиду

американиң тор сода ширкити болған амазонниң қурғучиси җеф безос (Jeff Bezos) айға аләм кемиси әвәтишни пилан қилғанлиқини елан қилди.

1198806
амазон ширкити айға машина адәм әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: амазон ширкитиниң хоҗайини җеф безос авийатсийә вә аләм тәтқиқатлири ширкити болған блу ориҗин (Blue Origin) ниң төт машина адәм тошуш иқтидариға игә, кичик өй чоңлуқидики аләм кемисиниң, йеңидин лайиһәлинип йасалған ракета мотори вә күчләндүрүлгән ракеталар билән айға әвәтилидиғанлиқини елан қилди.

җеф безос вашингтон почтиси гезитиниңму хоҗайини болуп, у пиланни тонуштуруш мурасимини блу ориҗин ширкитидә өткүзди. у: «кишиниң ишәнгиси кәлмәйдиған бу кемә айға бариду. бу айға беришниң вә айда туруп қелишниң вақти» деди.

бирақ у, аләм кемисиниң айға қачан әвәтилидиғанлиқи, айға адәм әвәтилип-әвәтилмәйдиғанлиқи һәққидә мәлумат бәрмиди.

блу ориҗинниң муавини клей моврий 2024-йили айға адәм чиқиришниң пилан қилинғанлиқини билдүрди.

ширкәтниң аләм ишлири мәслиһәтчиси роберт волкер (Robert Walker) 2023-йили аләм кемисиниң айға әвәтилидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر