бәзи дөләтләрдә "қени сиртқа"нами астида балилар фестивали өткүзүлди

йунус әмрә иниститути бәзи дөләтләрниң пайтәхтлиридә "қени сиртқа"нами астида балилар фестивали өткүзди.

1187202
бәзи дөләтләрдә "қени сиртқа"нами астида балилар фестивали өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: йунус әмрә иниститути ийорданийәниң пайтәхти амманда "қени сиртқа"нами астида балилар фестивали өткүзди.

әл-әһли тәнтәрбийә кулубиға тәвә мәйданда өткүзүлгән фестивалға, түркийәдин йашлар вә тәнтәрбийә министирлиқи, әнқәрә университети, балилар мәдәнийәт тәтқиқат вә тәдбиқат мәркизи, әнқәрә балилар музей вә түркийә-ийорданийә достлуқ җәмийити қатарлиқ орунларниң вәкиллири иштирак қилди.

ийорданийә вә қатардин сирт испанийә, германийә, австрийә вә җәнубий корейә қатарлиқ дөләтләрдиму бирла вақитта өткүзүлидиған бу фестивалда әнәниви коча ойунлири, қол һүнәрвәнчилик ишлири, рәңдар вә мол мәзмунлуқ сәнәт номорлири қойулиду.

амман йунус әмрә иниститути мудири җәнгиз әроғлу, балиларға әнәниви түрк ойунлирини тонуштуруш вә уларни интернет ойунлиридин қутқузуш мәқситидә бу қетимқи фестивални уйуштурғанлиқлирини билдүрди.

әроғлу фестивал даирисидә балиларға тепишмақ тепиш, ойунчақ бовақ вә ләгләк қатарлиқ нәрсиләрни йасашни өгитидиғанлиқлирини ейтти.

әнқәрә университетиға вакалитән фестивалға қатнашқан мүгә акар һазирқи балиларниң електронлуқ ойунларниң тәсири астида қеливатқанлиқини, бу тәсирни азайтишниң чарилиридин бириниң уларға әнәниви ойун өгитиш икәнликини билдүрди.

6йаштин 15 йашқичә балилар қатнишалайдиған бу қетимқи фестивал әтә ахирлишиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر