барат кечисидә дунйаниң һәммила йеридә зулум чекиватқан мусулманлар үчүн дуа қилинди

түркийә вә дунйаниң һәр қайси җайлиридики милйонлиған мусулманлар барат қандили кечисини дуалар билән өткүзди.

1186988
барат кечисидә дунйаниң һәммила йеридә зулум чекиватқан мусулманлар үчүн дуа қилинди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: гунаһлардин паклиниш үчүн қоллирини дуаға ачқан мусулманлар дунйаниң һәммила йеридә зулум астида езиливатқан мусулман қериндашлири үчүн дуа қилди.

мусулманларниң әң муқәддәс айлидин бирси болған рамизанниң хәвәрчиси дәп қобул қилинидиған барат қандили дуа теләк вә сәҗдиләр билән өткүзүлди. 

барат кечиси 19мартта башланған үч айларниң иккинҗиси шабан ейиниң 15 - күнигә тоғра келиду.

гунаһлардин паклиниш вә тәвбә қилиш мәнисини билдүридиған барат кечисини йахши пурсәт дәп қариған мусулманлар истабулда султан әһмәт, әйуб султан, сулайманийә вә чамлича җамилирини толдурди. 

мусулманлар қоллирини дуаға ачқан һалда рамизан ейиниң хәвәрчиси болған бу кечини һәм һайаҗан, һәм ибадәт билән өткүзди. 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر