хәлипә абдулмәҗид әпәнди күтүбханисини зийарәт қилишни унтумаң

османли хәлипиликиниң ахириқи хәлиписи абдулмәҗид әпәндигә тәвә надир китабларниму өз ичигә алған 14 миңдин артуқ әсәр сақлиниватқан «хәлипә абдулмәҗид әпәнди күтүбханиси» тарих вә китаб сөйәр зийарәтчилирини күтмәктә.

1173542
хәлипә абдулмәҗид әпәнди күтүбханисини зийарәт қилишни унтумаң
abdulmecid.jpg
abdulmecid.jpg

 

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт сарайлири ичидә тарихий әһмийити зор җайлардин бирси болған долма баһчә сарийидики «хәлипә абдулмәҗид әпәнди күтүбханиси» да, 14 миңдин артуқ қиммәтлик әсәр сақланмақта.

бу алаһидә күтүбханида йалғуз түрк тили вә османли тилидила әмәс, бәлки өз нөвитидә йәнә, фирансозчә, әрәбчә вә фарисчә китабларниму көргили болиду.

абдулмәҗид әпәндиниң хусусий әшйалириниң бир қисимиму бу күтүбханида көргәзмә қилинмақта. буларниң ичидә әң муһими банка кенишкиси вә чәк дәптәрлири һесаблиниду.

абдулмәҗид әпәнди әслидә катта бир рәссам болуп, күтүбханида көргәзмә қойулған рәсимләрниң һәммини у өзи сизған. оғли сирған бир парчә рәсимму көргәзмә қилинмақта. 

әсәрләр арисида йәнә, йағач вә мәрмәр таштин йасалған җилдларму бар. 

османлиниң ахириқи хәлиписи абдулмәҗид әпәндигә тәвә китабларму орун алған бу күтүбханида, китаб, журнал, гезит, ансиклопидийә, луғат, йилнамә, хәритә, рәсим албомлири, почта маркиси вә һөҗҗәтләргә охшаш һәр хил йазма, басма вә сүрәтлик материйалларни көргили болиду.

күтүбхана һәптиниң дүшәнбә күнидин башқа күнләрниң һәммисидә зийарәтчиләргә очуқ.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر