«мадуро: бәлки бир күни мушу телевизийә тийатири сайисида мусулман болимән, деди»

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, венезуела пирезиденти неколас мадурониң тирилиш – әртуғрул телевизийә тийатири тоғрисида ейтқанлирини ортақлашти.

1168825
«мадуро: бәлки бир күни мушу телевизийә тийатири сайисида мусулман болимән, деди»

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, венезуела пирезиденти неколас мадурониң өзигә тирилиш – әртуғрул телевизийә тийатири тоғрисида тохтилип, «бу телевизийә тийатири һәқиқий исламийәтни өгитиду вә бәлки бир күни мушу телевизийә тийатири сайисида мусулман болимән» дегәнликини ейтти.

чавушоғлу, анталйада алааддин кәйкубат университети амфи тийатирханисида өткүзүлгән «йашлар сөһбәтлири» пирограммисиға түркийә радийо – телевизийә идарисиниң көрүш рекортлирини йаратқан тирилиш – әртуғрул телевизийә тийатиридики артисларниң кийимлирини кийгән атлиқ кишиләр тәрипидин қарши елинди.

тирилиш – әртуғрул телевизийә тийатириниң артислиридин әнгин алтан дүзйатан, нурәттин сөнмәз вә җәлал ал, режиссор мәтин гүнай, сенарист вә филим ишлигүчи мәһмәт боздағ қатарлиқлар иштирак қилған сөһбәт пирограммисида сөз қилған чавушоғлу, тирилиш – әртуғрул телевизийә тийатириниң бир бөлүминиң аланйада сүрәткә елинғанлиқини, бу бөлүмләрниң икки һәптидин кейин тарқитилидиғанлиқини ейтти.

министир чавушоғлу сентәбир ейида венезуелаға барғинида айрим учришишлардин кейин тирилиш – әртуғрул телевизийә тийатирини сүрәткә елиш мәйданини зийарәт қилғанда тартқан йеңи бир видеони мадуроға көрсәткәнликини әскәртип, «мадуро һайаҗан ичидә орнидин туруп кәтти. телевизийә тийатиридики исимларни бир – бирләп тилға елип өткәндин кейин пәскойға чүшти вә <бу телевизийә тийатири һәқиқий исламийәтни өгитиду вә бәлки бир күни мушу телевизийә тийатири сайисида мусулман болимән> деди. буларни аңлиғинимизда иптихарлинимиз вә хушал болимиз» деди.

телевизийә тийатирида әртуғрулниң ролини алған артис әнгин алтан дүзйатанму, «бу хил лайиһәләр көрүнгинидәк асан әмәс. һәммә нәрсиниң бир гәвдә һалитидә һәрикәт қилишиға тоғра келиду. барлиқ параметирлар тоғра бирләшти вә маңа, алидиған ролға ишинип қолумдин кәлгәнни қилиш қалғаниди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر