өзбекистанда норуз байрими тәбрикләнди

өзбекистанда баһарниң бишарәтчиси норуз төт күнлүк рәсмий тәтилниң түрткисидә җушқун кәйпийат ичидә тәбрикләнди.

1168091
өзбекистанда норуз байрими тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт ташкәнттики йеңи селинған «һому арена тәнтәрбийә сарийи» даирилири дөләт әрбаблири, өзбекистандики чәт әллик дипломатлар вә көп санда меһманниң иштирак қилиши билән рәсмий мурасим өткүзүлди. тәбрикләш паалийитигә түркийәниң ташкәнттә турушлуқ баш әлчиси мәһмәт сүрәййа әрму иштирак қилди.

пирезидент шәвкәт мирзийайев мурасимда сөз қилип, норуз байриминиң әсирләрдин буйан йеңи йил, йеңи күн сүпитидә тәбриклинип келиватқан миллий байрам икәнликини әскәртип, бүгүнниң тәбиәтниң ойғиниш күни икәнликини ейтти.

мирзийайев, норуз тәбриклиниватқан күндә йамғур йағқанлиқини тилға елип, «байрам күни йағқан йамғурда илаһи күч бар. норуз күни йамғур йағса, йил бәрикәтлик болиду» деди.

шәвкәт мирзийайевниң сөзи ахирлашқандин кейин өзбекистан хәлқ ойунлири қойулди вә нахша – уссуллири орундалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر