бакуда түрк кино фестивали өткүзүлди

әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда түрк кино фестивали өткүзүлди.

1093971
бакуда түрк кино фестивали өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанлиқ кино һәвәскарлири түрк кинолири билән йүз көрүшүш пурситигә еришти.

пайтәхт бакуда 4-нөвәтлик түрк филимлири фестивали өткүзүлди.

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқи билән миллий чүшәнчә җәмийити һәмкарлишип уйуштурған түрк филимлири фестивалида 5 филим қойулиду.

бу қетимқи фестивалниң уйуштурулушиға һәссә қошқанларға тәқдирнамә тарқитип берилди.

27-нойабирғичә давамлишидиған фестивалда 5 филим қойулиду.

фестивал даирисидә әзәрбәйҗанлиқ кино һәвәскарлири мәшһур артис в режиссорлар билән көрүшүш пурситигә еришиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر