нийу йоркта әнәниви миннәтдарлиқ байрими өткүзүлди

америкада һәр йили нойабир ейиниң әң ахирқи пәйшәнбә күни өткүзүлидиған миннәтдарлиқ байрими (Thanksgiving Day) мунасивити билән тәшкилләнгән пийадә йүрүш, һәр хил рәңдар көрүнүшләргә сәһнә болди.

1093546
нийу йоркта әнәниви миннәтдарлиқ байрими өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: әнәниви миннәтдарлиқ байрими йүрүши нийу йоркниң мәркизи һесаблинидиған мәнхатон районидики чоң бағчиниң ғәрбигә җайлашқан 77-кочида башланди вә тәхминән төт километирғичә давамлашти. һава соғуқ болсиму, йүрүшкә қолида һәр хил балонларни көтүрүвалған миңларчә киши қатнашти.

нийу йорк әтрапидики бәзи мәктәпләрниң барабан әтрәтлириму миннәтдарлиқ байрими йүрүшигә қатнашти. нийу йорк сақчилири йүрүш бихәтәрликини қоғдиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر