б д т еритирийәгә қаритилған ембаргони бикар қилиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши еритирийәгә қаритилған қорал - йарағ ембаргоси билән сайаһәт чәклимисини бикар қилиш тоғрулуқ қарар чиқарди.

1088141
б д т еритирийәгә қаритилған ембаргони бикар қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: еритирийәгә йүргүзүлүватқан ембарголарниң бикар қилинишиға алақидар қарар, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә бирдәк аваз билән қобул қилинди.

бу һәқтики қарар, африқа томшуқиға җайлашқан епийопийә билән еритирийә оттурисидики 20 йиллиқ ихтилапқа хатимә берилгән «тинчлиқ келишими» ниң имзалинишидин кейин чиқирилди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 2009 – йилдин буйан еритирийәгә сомалидики әлқаидә билән четишлиқи бар әшшәбаб террорлуқ тәшкилатиға йардәм бәргәнлик дәвалири сәвәбидин ембарго йүргүзүп келивататти.

бу қарар арқилиқ еритирийәгә тәхминән 10 йилдин буйан йүргүзүлүватқан сайаһәт чәклимиси, бәзи органлар вә шәхсләрниң мал – мүлүклириниң тоңлитип қойулуши вә қорал - йарағ ембаргоси бикар қилинған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر