йавропада мусулман зийалийлар қурултийи (авазлиқ)

дунйа көзники (46)

1087780
йавропада мусулман зийалийлар қурултийи (авазлиқ)

дунйа көзники (46)

«йавропада мусулман зийалийлар қурултийи»

(пирофессор доктор қудрәт булбул)

түркийә авази радийоси: «дунйаға нәзәр» йәни, «дунйа көзники» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида әнқәрә йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети башлиқи пирофессор доктор қудрәт булбулниң «йавропада мусулман зийалийлар қурултийи» темилиқ анализинидиққитиңларға сунимиз:

есиңларда болса, керәк алдинқи мақалимизда ғәрб дөләтлири вә йазғучи зийалийларниң исламға нисбәтән асасән дегүдәк өзлирини мәзкәз қилған вә бихәтәрлик нуқтисидинла анализ қилған һалда позитсийә тутқанлиқини ейтқан идуқ. улар қуруп чиққан «ислам кеңиши» дегәнгә охшаш органлар арқилиқ «мәсилә» дәп қариған темиларни күнтәртипкә елип кәлмәктә. асасән буниңға охшаш органларниң қурулмиси вә әзалириниң оттуриға қойуватқан қарашлири көп һалларда мусулманлар тәрипидин қобул қилинидиған йаки «мәсилә» дәп қаралидиған темилар үстидә болмай кәлмәктә. шуңлашқа мусулманлар өзлириниң күнтәртиплиригә өзлири техиму бәк һаким болуши, техиму йуқири аваз билән өзлирини ипадилийәлиши лазим.  

шүбһисизки, ғәрбтә йашайдиған мусулманларниң өз күнтәртиплиригә өзлири һаким болуш үчүн қилған вә қилиши керәклик нурғун хизмәтләр бар. мән бу йәрдә пәқәт муһим дәп қариған «мусулман зийалийлар қурултийи» үстидила тохтилимән.

йиллиқ қурултайлар

йәршарилишиш вә емпирийализм асасидики нишанлар оттуриға чиқарған наһәқчилиқлар сәвәбидин (сүрийәдикигә охшаш) инсанларниң күчмәнлик долқуни әвҗигә чиқмақта. бу мәзгилдә илгири фолклор амиллири дәп қарилидиған йирақ дийарлардики охшаш болмиған турмуш адәтлири әмдиликтә бир бири билән гирәлишип чегишлишип кәткән әһвалда турмақта. бу гирәлишип кетиш мәлум дәриҗидә ениқсизлиқ, әндишә, қорқунч вә наразилиқ инкаслирини йаратмақта. бу хил әһвалда көчмән болуп кәлгәнләрниң өзлирини техиму бәк ипадилийәлиши инттайин муһим. һәм йахтурмайдиған күнтәртипләргә дуч келишниң алдини елиш үчүн, һәм башқиларниң мусулманларға болған әндишилирини азайтиш учүн пәйдалиқ болиду.

бу мунасивәт билән йавропада йашайдиған мусулман зийалийлар бир мунбәр шәкилләндүрүп, йиллиқ алаһидә қурултайларни чақаралайду. бу қурултайлар париж, лондон, берлин, бирйусселгә охшаш йавропаниң чоң пайтәхтлиридә һәр йили бир қетим ечилса болиду. қурултайда мусулманларниң өзлирини техиму йахши ипадилийәлишигә пайдилиқ темилар музакирә қилиниши керәк. шуниңдәк йавропа йаки пүтүн дунйа қиззиқ талаш тартиш қиливатқан темиларни музакирә қилишқиму болиду. бу җәһәттә террорлуқ, ерқивазлиқ, исламға өчмәнлик қилиш, пикир әркинлики, маарип, аилә, йашлар мәслиси, бирликтә йашаш, зәһәрлик чекимлик, мәктәп җинайәтлири, балиларниң аилилиридин мәҗбур айриветилиши қатарлиқ темиларни музакирә қилишқиму болиду.

қурултайда мусулман зийалийлардин башқа йәнә, мунасивәтлик, алдинқи қатарда туридиған җәмийәт әрбаблири, қурултай ечилған шәһәрниң валийси, шәһәр башлиқлири, шу дөләтниң мунасивәтлик орган вә дөләт мәсуллириниңму қатнишишини ишқа ашуруш лазим. шундақ қилғанда қурултайларниң мусулманларара йепиқ қурултай болмаслиқи әмәлгә ашқан болиду. мәсилиләр ортақ болғанда, униңға қарита һәл қилиш чариси үстидә шу районда турушлуқ кишиләр билән бирликтә издиниш әң сағлам нәтиҗиләрни йариталайду. қурултайниң һәр йили бир қетим доклат елан қилиши, һәм немиләрни мәсилә қатарида көргәнлики, һәм неминиң һәл қилиш чариси икәнликини ипадилиши, йол көрситиш нуқтисидин дәл җайида қилинған иш болиду. 

немә үчүн мусулман зийалийлар?

шүбһисизки, бу хил қурултайларни мусулман диний затлар, аммивий тәшкилат вәкиллири, сода санаәтчи, күлтүр сәнәт вә сийасәтчиләр билән өткүзүшкә болиду. буларниң арисида өткүлиши техиму пайдилиқ болиду. чунки һәр қандақ җәмийәтниң һәқиқий зийалийлири шу җәмийәттики һәр қайси тәбиқидики кишиләр билән асан мунасивәт орниталайдиған, улар билән көп һалларда бир йәргә асан җәм болалайдиған, улар билән техиму көңүллүк дийалог орниталайдиған кишиләрдур. чүнки һәқиқий зийалийларниң шүндақ болуши тәләб қилиниду. қурултайларда сөзлинидиған темилар, диний, иҗтимаий, писхиологийә, һөкүмәт органлири, сийасий, иқтисадий, күлтүр вә башқа барлиқ муһим саһәләрни ө ичигә елиши лазим. шуңа қурултайниң зийалийлар қурултийи болуши вә йиғинниң қошумчә өлтүрүшлирида диний затларға, аммивий тәшкилат рәһбәрлири, вәкиллири, сода санаәтчиләр, күлтүр, сийасәт адәмлиригә орун берилиши әң тоғра болиду. 

қорултайниң һәссиси вә пайдиси

мусулман зийалийларниң алақидар дөләт мәсуллири вә алақидар тәрәпләр тәң қатнишидиған қурултай өткүзүши нурғунлиған җәһәтләрдин иҗабий нәтиҗиләрни йаритиду.

мусулманлар нуқтисидин ейтқанда, йавропада йашайдиған мусулман зийалийлар әпсуски ортақ мунбәрләрдә асасән дегүдәк бир йәргә келәлмәй йүрмәктә.  өзлири турушлуқ дөләт сәвәйисидә, район вә йаки диний тәшкилатлар сәвәйисидики мунбәрләрдила өзлирини намайан қилмақта. йавропадики мәсилиләр ортақ болғанлиқи үчүн һәл қилиш чарисини пәрқлиқ әнәниләр, дөләт тәҗрибилири вә йәрлик тәшкилатлар ичидила издәп йүрмәктә. қурултай болғанда болса, биринчи болуп мусулман зийалийларға өз мәсилилирини тәпсилий муназирә қилиш пурсити суниду.

мусулманлар, мәнсубийәт нуқтисидин؛ дөләт, идиологийә, ирқ, мәзһәб, сколаризм вә җамаәтләргә болған мәнсуплуқлири билән интайин парчиланған һалда йашимақта. бәзилири кәлгән дөләтләр үчүн қиммәтлик чариләрни, өрп адәтлиригә охшаш йавропаға йөткәшкә тиришмақта. қурултай болса, мәсилиләргә ортақ бир йуқиридин қараш, позитсийә бәлгиләш үчүн қиммәтлик нәтиҗиләрни оттуриға чиқиралайду.  

йәнә бир тәрәптин бу хил қурултай йаки мунбәр мусулманлар намидин сөз қилиш һоқуқиға игә болалайдиған кишиләрниң алдинқи пиланға чиқишиға һәссә қошиду. башқиларниң әмәс, мусулман зийалийларниң өзлиригә нисбәтән зади неминиң «мәсилә» икәнликини вә һәл қилиш чариси сүпитидә немиләрни тәвсийә қилишни бәлгиләш пурсити йаритилған болиду.

алақидар дөләтләр нуқтисидин؛ көп мусулманларға қучақ ачқан дөләтләрдин бәзилири, чүшиниш, һәл қилиш чариси тепиш мәқсити билән, йәнә бәзилири асемлатсийә қилиш вә монопол қилиш мәқсити билән мусулманларға алақидар мәсилиләрни күнтәртипкә елип кәлмәктә. қурултай болғанда, бирликтә йашашниң йаритидиған пурсәтлири вә мәсилилирини йеқиндин көрүп, йахши нийәт билән һәл қилиш чариси тәләп қилған дөләтләргә йардәмчи болалайду. билип йаки билмәй мусулманлар намидин мәслиләргә баһа бериш вә улар халимайдиған һәл қилиш чарилирини чиқириш, техиму ениқ ейтқанда, зорлап теңиш һәрикәтлиригә тосалғу болалайду.

турушлуқ җәмийәт нуқтисидин؛ тарихлирида нурғун охшимайдиған күлтүрдикиләр билән биргә йашаш тәҗрибиси болмиғанлиқтин ғәрб дөләтлиридә, дـләттин ташқири күчләр, аммивий тәшкилатлар, зийалийлар вә шәхсләр мусулман хәлқләргә даир тәбиий һалда бир қизиқиш йаки әндишә ичидә болуши мумкин. мусулман зийалийлар қурултийи арқилиқ өзлириниң қарашлирини, йеңи мәсилиләргә даир пикирлирини техиму көпрәк оттуриға қойуши, бу әндишә вә қизиқишқа мәлум дәриҗидә җаваб болалайду. өзлиригә қаритилған әндишиләргә нисбәтән мусулман зийалийлар тәрипидин бивастә җаваб берилмисә, бу әдишиләргә көп һалларда башқилар чоқум хата шәкилдә җавабларни бершикә башлайду.

қурлтай болғанда, йалғуз йавропадила әмәс, мусулманлар көчүп барған йаки мусулманлар йашайдиған хәлқләр арисида, һәмдә мусулманлар аз санлиқ һесаблинидиған районларда қиммәтлик, әмәлийәтчил тунушларни пәйда қилғили болиду. бу нуқтида африқа, балқанлар вә австиралийә қатарлиқ дөләтләрдә мусулман зийалийлар қурултийи қурушни ойлишишқа болиду. америкида болса, толуқ мушу исим билән болмисиму, өткүзүлгән бәзи қурултайлар охшаш ролға игә болмақта вә һәссисини қошмақта.     

һөрмәтлик радийо аңлиғучи қериндашлар! йуқирида йилдирим бәйазит университети сийасий пәнләр факултети башлиқи пирофессор доктор қудрәт булбулниң мәслигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сундуқ. келәр һәптә йәнә охшаш вақитта, йәнә башқа анализлирини диққитиңларға сунимиз. қайта көрүшкичә аман болғайсиләр хәйир хош!!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر