әрән: мәнпәәт вә күч тоқунушлири дунйаға муқимсизлиқни експорт қилмақта

түркийә радийо-телевизийә идариси- т р т(TRT) баш мудири ибраһим әрән «т р т ворлд мунбири» ниң, дунйада йүз бериватқан тоқунушларниң һәл қилиниши үчүн пайдилиқ нәтиҗиләрни оттуриға чиқиришини үмид қилидиғанлиқлирини ейтти.

1061771
әрән: мәнпәәт вә күч тоқунушлири дунйаға муқимсизлиқни експорт қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: т р т баш мудири ибраһим әрән: «парчилинип кәткән дунйада тинчлиқ вә хәвпсизликни қайтидин ойлиниш» темисида истанбулда чақирилған т р т ворлд мунбириниң ечилишида муһим сөз қилди. у т р т аилиси болуш сүпитидә әмәлгә ашурулған әң муһим лайиһәләрдин бири болған т р т ворлд мунбириниң иккинчисиниң әмәлгә ашурулғанлиқидин интайин хушаллиқ һес қилғанлиқлирини билдүрди.

у дунйа миқйасида ишәнч вә муқимлиқ бөһранлири йүз бәргән бир мәзгилдә мәсилиләрни бир йәргә җәм болған асаста талаш-тартиш қилиш вә һәл қилиш чарилири тепишниң интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини әскәртти. у бу қарашларни чиқиш қилип өткүзгән т р т ворлд мунбиридә, дәврниң ениқсизлиқиға диққәтни тартип, өзгиришкә қандақ илһам болуш мумкинликини талаш-тартиш қилғанлиқлирини хатириләтти.

у мундақ деди:

«нурғун охшимиған саһәдә йүз бәргән күч вә мәнпәәт тоқунушлири дунйаға муқимсизлиқни експорт қилишни давамлаштурмақта. бу тоқунушлардин өзини бақидиған қорал содигәрлири, мәнпәәт лобилири террорлуқ тәшкилатлириниң мәвҗутлуқини илгири сүрүп инсанийәтниң бихәтәрликигә тәһдит салмақта.»

у йәнә мундақ деди:

«миңларчә кишиниң җениға замин болған сүрийә вә йәмәндики ички урушларниң тәсирлири, дунйада пүтүн шиддәтлик күчи билән давамлиқ һес қилинмақта. бу урушларниң тәсиригә учриған милйонларчә киши җенини сақлап қелиш үчүн интайин қийин шараитларға қаримай, өзлириниң вә балилириниң һайатини доға тикиш бәдилигә башқа дөләтләрдә йашаш һәққи издәшкә мәҗбур болмақта. буларниң көпинчиси түркийәдә йашаш һәққигә еришкәнләрдәк тәләйлик әмәс.»

у б д т тәрипидин «етник тазилаш» дәп аталған роһингйа мусулманлири дуч кәлгән зулум вә ирқий айримичилиқларниң күнсери ешиватқанлиқини, нөвәттики вәзийәттә пәләстин үчүн адил һәл қилиш чариси тепиш еһтималиниң барғансери азийиватқанлиқини, пәләстинликләрниң йашаш шараитлириниң техиму қийинлишиватқанлиқини қәйт қилди.

у йавропада йеқинқи вақитларда йуқири өрләватқан ислам қорқунчи вә чәт әлликләрдин нәпрәтлиниш хаһишиниң йеңи парчилинишларға сәвәб болуватқанлиқини әскәртти.

у т р т ворлд мунбириниң мәсилиләрни талаш-тартиш қилиш вә йеңи һәл қилиш чарилирини оттуриға қойуш мәқситидә әмәлгә ашурулғанлиқини билдүрүп: «дөлитимизниң йеқинқи йилларда қолға кәлтүргән тәрәққийати вә елип барған ислаһатлири билән, болупму т р т ниң <т р т ворлд>, <т р т әрәбчә>, <т р т курди>, <т р т аваз> қатарлиқ қаналлири билән хәлқаралиқ сәһниләрдики тәсири вә әһмийити күнсери ешиватиду. пирограммилиримизда көрүнмигәнләрни көрситишни, авази аңланмиғанларға микрофон узитишни давамлаштуруватимиз вә буниңдин кейинму давамлаштуримиз» деди.

у икки күн бойичә ахбаратқа йепиқ вә очуқ шәкилдә йиғинларниң өткүзүлидиғанлиқини, дунйадики нурғун дөләтләрдин кәлгән мутәхәссисләр, сийасәтчиләр, пикрий җәһәттики башламчилар, академиклар, сийасий актиплар дуч кәлгән мәсилиләргә, адәмни мәркәз қилған һәл қилиш чарилири тепишқа тиришидиғанлиқлирини вә парчилиншини қандақ азайтиш мумкинликиниң музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди.

у ахирида, бүгүн (3-өктәбир) истанбулға кәлгән 600 дин артуқ сөз қилғучиниң тәҗрибилири вә билимидин пайдилинилидиғанлиқини билдүрди вә: «бу мунбәрниң дунйада йүз бәргән тоқунушларниң һәл қилиниши үчүн пайдилиқ нәтиҗиләрни оттуриға чиқиришини үмид қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر