йапонийә мәликиси акико микасаномийа әнқәрәни зийарәт қилди

йапонийә мәликиси акико микасаномийаниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи бинали йилдирим вә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшкәнлики билдүрүлди.

1047182
йапонийә мәликиси акико микасаномийа әнқәрәни зийарәт қилди
akiko miksanomiya-tirnak bayraklar.jpg
akiko miksanomiya-cavusoglu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә мәликиси акико микасаномийа түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим билән көрүшти. көрүшүш ахбаратқа йепиқ шәкилдә әмәлгә ашти.

йапонийә мәликиси акико микасаномийа түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу биләнму көрүшти.

көрүшүштә, мәликә акико микасаномийаниң қол тирнақлириға чүшүрүлгән түркийә вә йапонийә байрақлири алаһидә диққәт тартти. мухбирлар камера билән көрүнүш еливалғандин кейин, көрүшүш ахбаратқа йепиқ шәкилдә әмәлгә ашти.

йапонийә мәликиси акико микасаномийа ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән көрүшүштин бурун бәзи җайларни зийарәт қилған иди.

мәликә акико микасаномийа әнқәрә зийаритини ататүрк хатирә сарийини екскурсийә қилиш билән башлап, җумһурийәтниң қурғучиси ататүркниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойди вә сүкүттә турди. андин хатирә дәптәргә беғишлима йазди.

мәликә акико микасаномийа әнқәрәдики учришишлиридин бурун, киршәһири каман наһийәси каләһөйүктики қәдимки шәһәр қезиливатқан җайни, йапонийә анадолу археологийә иниститутини, йапонийә бағчисини вә каләһөйүк археологийә музейини зийарәт қилди.

йапонийә мәликиси акико микасаномийаниң түркийәдики зийарити 14-сентәбиргичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر