америка мусулманлириниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш күни

америка қошма иштатлиридики  мусулман аммиви тәшкилатларниң вәкиллири «америка мусулманлириниң һәқ – һоқуқлини қоғдаш күни» мунасивити билән дөләт мәҗлиси әзалирини зийарәт қилип, тәләп вә шикайәтлирини оттуриға қойди.

967062
америка мусулманлириниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш күни

түркийә авази радийоси хәвири: америка мусулман тәшкилатлар кеңиши билән америка – ислам мунасивәтлири кеңишиниң уйуштуруши билән, америкида «америка мусулманлириниң һәқ – һоқуқлини қоғдаш күни» намида астида бу йил 4 – қетимлиқ паалийәт өткүзүлди.

америка қошма иштатлириниң һәрқайси иштатлиридин келип, пайтәхт вашингтонда бир йәргә җәм болған йүзләрчә аммиви тәшкилатниң вәкиллири, америка дөләт мәҗлиси әзалирини зийарәт қилди һәмдә тәләп вә шикайәтлирини оттурға қойди.

мәлуматларға қариғанда, һәр йили пайтәхт вашингтонда  түрлүк паалийәтләрни елип баридиған мусулман аммиви тәшкилатларниң вәкиллири, әнәнигә айланған бу паалийәтләр арқилиқ өзлири дуч келиватқан мәсилиләр һәм пикир – тәләплирини дөләт мәҗлиси әзалириға оттуриға қойуш пурситигә еришидикән.

бу һәқтә байанат елан қилған америка мусулман аммиви тәшкилатлар кеңишиниң мәсуллири,  бу йил бултурқиға қариғанда техиму көп дөләт мәҗлиси әзалирини зийарәт қилишни нишан қиливатқанлиқлирини билдүрди.

америка – ислам мунасивәтлири кеңишиниң мәсули ниһад авад болса, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, бу йилқи паалийәтләргә аммиви тәшкилатларниң  400 дин артуқ  вәкилиниң иштирак  қилғанлиқини, паалийәтләрдә пирезидент доналд трамп һөкүмитини ислам дүшмәнликини техиму әвҗ алдуруветидиған қәдәмләрни ташлаштин йирақ турушқа чақирғанлиқлирини тәкитлиди.

игилинишичә, америка қошма иштатлирида 2017 – йили 20 – йанвар күни вәзипигә олтурған доналд трамп, дөләттики ислам дүшмәнликигә алақидар һуҗумларниң көпийип кетишидики әң муһим сәвәбләрдин бири дәп қарилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر