болийвудниң мәшһур артислири нетанйаһу билән көрүшүшни рәт қилди

һиндистанлиқ даңлиқ кино артислири амирхан, сәлманхан вә шаһ рухханлар исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһу билән көрүшүрүшни рәт қилди.

894349
болийвудниң мәшһур артислири нетанйаһу билән көрүшүшни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: өткән һәптә ишқа ашурған һиндистандики дөләт ишлири зийарити арқилиқ һиндистан билән исраилийә арисида техиму йеқин мунасивәт орнитидиғанлиқини вәдә қилған нетанйаһу, пайтәхт йеңи деһли (делһи) да һиндистан баш министири наренда моди тәрипидин күтүвелинғаниди.

нетанйаһуға беғишлап һиндистанлиқ чолпанларниң иштирак қилиши арқисида болийвуд олтуруши орунлаштурулди.

игилинишичә, һиндистанлиқ дунйаға мәшһур кино артислири амирхан, сәлманхан вә шаһ рухханлар, пәләстин хәлқи дуч кәлгән зулумға наразилиқ билдүрүш вә пәләстинликләр билән һәмкарлиқ ичидә икәнликлирини ипадиләш үчүн мәзкур зийапәткә иштирак қилишни вә у йәрдә нетанйаһу билән көрүшүшни рәт қилған.

артисларниң бу позитсийәси иҗтимаий таратқуда күчлүк қоллашқа еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر