түркийә һәрбий сәнәт ансамбили москвада номур көрсәтти

түркийә армийәси мәһтәран ансамбилиниң русийәниң пайтәхти москвада өткүзүлгән «спаскайа мунари һәрбий нахша – музика фестивали» дики номурлири күчлүк қизиқиш қозғиди.

797502
түркийә һәрбий сәнәт ансамбили москвада номур көрсәтти

түркийә авази радийоси хәвири: москваниң тарихий қизил мәйданида өткүзүлгән фестивалда түркийә армийәсиниң мәһтәран ансамбилиниң номури алаһидә қизиқиш қозғиди. мәһтәрән ансамбилиниң русийә хәлқ нахшиси катйушани орундиши хели узунғичә алқишланди, мәһтәран командисиниң кийим – кечәк вә меңишлири русларни өзигә җәлп қиливалди.

40 дөләттин 140 һәрбий сәнәт ансамбили иштирак қиливатқан дунйаниң әң чоң хәлқаралиқ һәрбий нахша – музика фестиваллириниң бири һесаблинидиған «спаскайа мунари һәрбий нахша – музика фестивали» 3 – сентәбиргичә давамлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر