трабзон хәлқара кино – филим фестивали башланди

трабзон валийлиқ мәһкимисиниң қоллиши арқисида истанбул трабзон федератсийәси билән анадолу маарип, мәдәнийәт вә ерпан җәмийити өзара һәмкарлишип өткүзгән «трабзон хәлқара кино – филим фестивали» башлиди.

791619
трабзон хәлқара кино – филим фестивали башланди

түркийә авази радийоси хәвири: бу йил тунҗиси йоруқ көргән «тәнтәрбийә вә йашлиқ» темилиқ фестивал даирисидә, ататүрк мәйданидин зағнос вадисиғичә йүрүш паалийити өткүзүлди؛ мәһтәр кулуби сәнәтчилири, түрк кино – филим артислириму иштирак қилған йүрүш паалийити хәлқниң күчлүк қизиқишини қозғиди.

зағнус вадисида өткүзүлгән фестивалда хәлқ ойунлири әтрәтлири вә трабзон шәһәрлик һөкүмәтниң мәһтәр кулуби сәнәтчилири номур көрсәтти.

ечилиш нутуқлири сөзлинип болғандин кейин, зағнус вадисидики очуқ саһәгә орунлаштурулған пәрдидә, һиндистанлиқ режиссор амир ханниң «дангал» намлиқ филими көрситилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر