иран 700 йиллиқ черкав қоңғуриқини түркийәгә қайтуруп бериду

иран мәдәнийәт мираслири, қол һүнәрвәнчилик вә сайаһәт ишлири оргини ғәрбий әзәрбәйҗан райониға җайлашқан урмийә антропологийә музейидики 700 йиллиқ черкав қоңғуриқини түркийәгә қайтуруп бериду.

787637
иран 700 йиллиқ черкав қоңғуриқини түркийәгә қайтуруп бериду

түркийә авази радийоси хәвири: органниң муавин башлиқи мирһади қарасәййид ромиани бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «қанун – бәлгилимиләргә асасән ирандики барлиқ тарихий йадикарлиқлар вә асарә – әтиқиләрни өз игиси болған дөләтләргә қайтуруш бериш сийаситини йолға қойушқа башлидуқ.»

бу сийасәтниң иранниң тинчлиқ вә достлуқ мәдәнийитигә асаслинидиғанлиқини әскәрткән ромиани. «барлиқ қануний басқучлуқ хизмәтләр тамамланғандин кейин иранниң һәқиқий ғайиси болған инақ қошнидарчилиқ вә инсанпәрвәрлик сийаситимизни пүткүл җаһанға намайән қилишни үмид қилимиз» деди.

1377 – йили 7 – ийул күни түркийәниң ван вилайитидики мәрйәм ана черкавиға тәқдим қилинған қоңғурақ, урушлар җәрйанида иранға елип кетилгән вә һазирғичә урмийәдики антропологийә музейида сақланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر