нийу йорк шәһиридә мусулман сақчилар иптарда өз ара җәм болди

нийу йорк сақчи идарисидә хизмәт қилидиған мусулман сақчилар қурған «оттура шәрқ вә түрк җәмийити», әйуп султан җамәсидә иптарлиқ бәрди.

754162
нийу йорк шәһиридә мусулман сақчилар иптарда өз ара җәм болди

түркийә авази радийоси хәвири: нийу йорк сақчи идарисида хизмәт қилидиған көпинчисини түркләр игиләйдиған оттура шәрқлиқ сақчиларниң башчилиқида қурулған вә пуқраларму әза болған «оттура шәрқ вә түрк җәмийити», диний ишлар идарисиға қарашлиқ бруклиндики әйуп султан җамәсидә иптарлиқ бәрди. иптарға, нийу йорк сақчи идарисиниң мәсуллири вә нийу йорк мәҗлисиниң башлиқи мәлисса марк виверито қатнашти.

мәҗлис башлиқи марк виверито нийу йоркта 900 мусулман сақчиниң хизмәт қиливатқанлиқини билдүрүп: «шәһиримиздики бу гүзәл хилму хиллиқ вә байлиқларни қутлуқлаш, мән үчүн ейтқанда, һәр қачан интайин чоң иш һесаблиниду» деди.

 «оттура шәрқ вә түрк җәмийити» ниң қурғучилиридин бири болған диләк каһвәчи: «бу йил җәмийәтниң иккинчи йили, иншааллаһ буниңдин кейин техиму тәрәққий қилимиз. һәр йили авазимизни сақчи идарисидики сақчиларға аңлитимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر