байлар айалидин аҗрашқанда әң еғир төләм төләшкә мәҗбур қалиду

әнглийә йуқири сот мәһкимисиниң бир милйардерға айалиға 583 милйон доллар аҗришиш бәдили төләшкә һөкүм қилғанлиқи хәвәр қилинди.

730955
байлар айалидин аҗрашқанда әң еғир төләм төләшкә мәҗбур қалиду

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә йуқири сот мәһкииси 61 йашлиқ бир русийәлик милйардерниң бурунқи айалиға 453 милйон пунд (тәхминән 583 милйон доллар) төләшкә һөкүм қилди. буниң, әнглийә тарихидики аҗришиш дәвасида чиқирилған әң чоң төләм төләш тоғрисидики һөкүмләрниң бири икәнлики әскәртилмәктә.

сотчи аҗрашқан бир җупниң той қилғандин кейин тапқан байлиқлириниң %41.5 ни айалға беришкә һөкүм қилди.

сот мәһкимисиниң һөҗҗәтлиригә асасланғанда, русийәлик милйардер бәш йил бурун русийәниң бир енергийә ширкитидики 1 милйард 300 милйон долларлиқ пай чекини сетивәткән. сот мәһкимиси аҗрашқан бир җупниң нам шәрипини ашкарилашни чәклигән болуп, уларниң қорамиға йәткән оғуллири бар икән. бирақ, кавказ районидин болған русийәлик милйардерниң кона нефит вә тәбиий газ содигири икәнлики, 41 йашлиқ айалниң шәрқий йавропалиқ икәнлики, 2000-йили әнглийә пуқралиқиға өткәнлики билинмәктә. улар 1993-йили русийә пайтәхти москвада тонушуп той қилған вә шу йили лондонға маканлашқан.

2014-йили әнглийәдә бир содигәр аҗрашқанда, айалиға 330 милйон пунд төләм төлигән иди. дунйада болса, америка пуқралиқидики фирансуз карханичи алек вилденстейин 1999-йили айали җослин вилденстейинға 3.8 милйард доллар, ахбаратчилиқ саһәсидики чоң хоҗайин раперт мурдоч 31 йил өй тутқан айали анна билән аҗрашқанда 1.7 милйард доллар төләм төлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر