йуқири дәриҗилик рәһбәрләр 23 - апрел балилар байрими мунасивити билән телеграмма тарқатти

игилик һоқуқ хәлқниң қолиға өткән, келәчәк балиларға аманәт қилинған күн, дәл 97 йилни арқида қалдурди.

718607
йуқири дәриҗилик рәһбәрләр 23 - апрел балилар байрими мунасивити билән телеграмма тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләтниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири миллий игилик һоқуқ вә балилар байриминиң 97 йиллиқи мунасивити билән тәбрик телеграммиси тарқатти؛ җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған телеграммисида, түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң мустәқиллиқниң символи икәнликини тәкитләп, «миллий ирадиниң йәлкисигә минивалған күчләрни бир тәрәп қилишниң, әвладлиримизға техиму байашат вә техиму бихәтәр келәчәк қалдуруп кетишниң күришини қилмақтимиз» деди.

баш министир бинали йилдирим телеграммисида, «силәр дөлитимизниң бүгүни, келәчики вә бирдинбир үмидимиз силәр. түркийәни парлақ әтиләргә силәргә ериштүрисиләр. қолға кәлтүридиған утуқлириңлар арқилиқ дөлитимизниң нишанлириға йетишидә силәр бәлгилигүчи рол ойнайсиләр» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи исмаил қаһраман болса, телеграммисида «анадолуни мәңгүлүк вәтән қилған езиз миллитимиз, миллий мустәқиллиқини қоғдаш үчүн 1920 – йили 23 – апрелда қайтидин бир байрақ астиға топланди» деди вә бу муһим күнниң балиларға бәхшәндә қилинғанлиқини тәкитлигән һалда, келәчикимизниң капалити болған пәрзәнтлиримизниң бүгүнгә мәнә беғишлаватқанлиқини әскәртти.

җумһурийәт хәлқ партийәси башлиқи кәмал қиличдароғлу телеграммисида, «улуғ даһий мустапа кәмал ататүркниң бу муһим күнниң әһмийитини «23 – апрел түркийә миллий тарихиниң башланғучи вә йеңи бир бурулуш нуқтисидур. пүтүн бир дунйави хусумәткә қарши қозғалған түркийә хәлқиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисини вуҗудқа кәлтүрүш йолида намайан қилған пәвқуладдиликни ипадиләйду» дегән сөзлири билән хуласилигәнликини тәкитләп өтти.

қиличдароғлу, 23 – апрелни хәлқниң әркин вә мустәқил йашайдиғанлиқиниң хуш бишарәтчиси, бирлик вә пүтүнлүкниң капалити, балиларниң келәчикиниң капалити, дәп тәриплиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر