«пайтәхт абдулһәмид» дунйаға йүзлинишкә тәййарланмақта

т р т ниң йеңи көп қисимлиқ телевизийә тийатири «пайтәхт абдулһәмид» дунйаға йүзлиниду.

683061
«пайтәхт абдулһәмид» дунйаға йүзлинишкә тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: 24 – февралда тарқитилған биринчи қисми билән көрүлүш нисбити рәт тәртипидә йавропа иттипақида иккинчи (ликкә ортақ) болған TRT ниң йеңи көп қисимлиқ телевизийә тийатири «пайтәхт абдулһәмид», 3 – апрелдин 6- апрелғичә давамлишидиған «MİPTV-2017» йәрмәнкисидә дунйа әллири билән йүз көрүшиду.

«пайтәхт абдулһәмид» дунйаға ечилиш үчүн, апрел ейида ечилидиған мәзкур йәрмәнкидә чәт әл телевизийә қанили рәһбәрлириниң баһалишиға сунулиду.

дунйаниң һәр қайси җайлиридин келидиған 10 миңдин артуқ кишиниң иштирак қилиши билән йилда икки қетим өткүзүлидиған «MİPTV-2017» йәрмәнкисидә қойулидиған «пайтәхт абдулһәмид», «The Last Emperor» дегән исим көрүрмәнләрниң баһасиға сунулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر