түркийә парламенти кишилик һоқуқ комити башлиқи: түркийә һәр хил тил вә шевиләргә игә чиқмақта

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси кишилик һоқуқни тәкшүрүш комитети башлиқи мустапа йәнәроғлу, түркийәниң түркийәдә истемал қилиниватқан тил вә шевиләргә игә чиқиватқанлиқини ейтти.

676850
түркийә парламенти кишилик һоқуқ комити башлиқи: түркийә һәр хил тил вә шевиләргә игә чиқмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси кишилик һоқуқни тәкшүрүш комитети башлиқи (адаләт вә тәрәққийат партийәси истанбул парламент әзаси) мустапа йәнәроғлу, түркийәниң түркийәдә истемал қилиниватқан тил вә шевиләргә игә чиқиватқанлиқини ейтти.

мустапа йәнәроғлу,  21 – феврал хәлқара ана тил байрими мунасивити билән елан қилған йазма байанатида, түркийәдә иҗтимаий хилмухиллиқниң бир ипадиси болған кордчә, лазчә, әрәбчә, сурйаничә дегәндәк бир қатар тил вә шевиләрниң мәвҗутлуқини давамлаштуралиши үчүн, институтларниң қурулғанлиқини әскәртти.

түркчә тил вә мәдәнийәт бирикмилирини кәлгүси әвладларға йәткүзүшниң зөрүрийитигә ишарәт қилған йәнәроғлу, чәт әлләрдә йашаватқан түркләр үчүн, дини хадимларға охшашла тил өгитиш хадимлириниңму муһим икәнликини қәйт қилди.

маарип министирлиқи вә чәт әлдики түркләр вә туғқан хәлқләр башқармисиниң түркчә дәрсләрниң кеңәйтилиши, сани вә сүпитиниң йуқири көтүрүлүши  йолидики хизмәтлириниң сүритини ашурғанлиқини әскәрткән йәнәроғлу, дәсләпки қәдәмдә йеңи тәйинләнгән оқутқучилар арқилиқ түркчә дәрслириниң күчәйтилишиниң пиланлиниватқанлиқини тәкитлиди.

йәнәроғлу, буниңға охшаш хизмәтләрниң тунҗи әвлад көчмәнләр билән кейинки әвладларниң сағлам алақә орниталиши нуқтисидин муһим икәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر