ататүркни хатириләш һәптилики

10 – нойабир ататүркни хатириләш һәптилики

607741
ататүркни хатириләш һәптилики

түркийә авази радийоси хәвири:

 

бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси вә тунҗи җумһур рәиси мустапа камал ататүркниң аримиздин айрилғанлиқиниң 78 – йиллиқини хатириләш күни болуп, уни чоңқур  һөрмәт вә чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә йәнә бир қетим йад етимиз.

чанаққәлә урушидики ғәлибиси билән диққәт қозғиған мустапа камал ататүрк 1 – дунйа урушидин кейин османли империйәсиниң мәғлуб болди дәп қарилиши вә дөләт терротерийәсиниң ғалиблар тәрипидин ишғал қилинишқа башлиниши билән түркийә хәлқигә рәһбәрлик қилип, мустәқиллиқ күришини елип барди.

бу күрәш мувәппәқийәтлик һалда тамамланғандин кейин лозанда түзүлгән тинчлиқ келишимигә асасән түркийә җумһурийити қурулди вә мустапа камал ататүрк тунҗи җумһур рәис болди. арқидинла ататүрк фамилисини ишләткән мустапа камал заманиви бир җәмийәтниң шәкиллинишидә наһайти зор рол ойниди.

уни чоңқур  һөрмәт вә чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә йәнә бир қетим йад етимиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر