истанбулда фәтһуллаһчиларниң һәрбий-сийасий исйани тоғрулуқ фото-сүрәт көргәзмиси ечилди

истанбулниң бәзи метро истансисилирида фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити әснасида йүз бәргән вәқәләргә мунасивәтлик фото-сүрәт көргәзмиси ечилди.

548075
истанбулда фәтһуллаһчиларниң һәрбий-сийасий исйани тоғрулуқ фото-сүрәт көргәзмиси ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: анадолу агентлиқи тәрипидин уйуштурулған«фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити»гә мунасивәтлик фото-сүрәт көргәзмиси истанбуллуқларни җәлп қилди.

анадолу агентлиқиниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмисиниң 15-ийулдики һәрбий-сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикити әснасида йүз бәргәнләргә мунасивәтлик фото-сүрәт көргәзмиси йәникапи, таксим метро истансисилиридин сирт, зинҗирликуйу метробус истансисидиму ечилди.

таксим метро истансисилиридин сирт зинҗирликуйу метробус истансисида ечилған көргәзмә 21-авғустқичә давамлишиду.

бу қетимқи көргәзмини зийарәт қилған истанбуллуқлар, түркийәдәк гүзәл бир дөләттә бундақ бир ечинишлиқ тирагедийәниң йүз беришиниң толиму әпсуслиниарлиқ иш болғанлиқини ейтип, фото-сүрәтләрниң толиму тәсирлик икәнликини билдүрүшти.

15-ийул тирагедийәсиниң иккинчиләп йүз бәрмәсликини арзу қилидиғанлиқлирини ейтишқан истанбуллуқлар, кәлгүси әвладларға парлақ келәчәк мирас қалдуруп қойушниң лазимлиқини ипадә қилишти.

истанбуллуқлар вәтән вә байрақ сөйгүсини һечкимниң хоритишқа қурби йәтмәйдиғанлиқиниму алаһидә тәкитләшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر