атақлиқ алим һаҗи байрами вәли

османли империйәси дәвридә йашап өткән атақлиқ алим һаҗи байрами вәли.

475541
атақлиқ алим һаҗи байрами вәли

түркийә авази радийоси хәвири: һаҗи байрами вәли бәгликләр вә османли империйәси дәвридә йашап өткән анадолуниң атақлиқ алимлиридин биридур. әсли исми нуман болуп, әнқәрәниң солфасал (зулфазил) йезисида 1340 – 1350 – йиллири туғулған. атисиниң исми әһмәд, бовисиниң исми мәһмудтур. анисиниң исми тарихий мәнбәләрдә қәйт қилинмаслиқ билән бирликтә мазири солфасал йезисидур. нөвәттә һаҗи байрами вәли туғулған өй сүпитидә қобул қилинидиған бир өй солфасал җамәсиниң йенида музейдур.

униңға «байрам» исмини бизгә устазлиридин «сомунҗу баба» ләқими билән тонушлуқ болған шәйх һамидуддин ақсарайи қойғандур. һаҗи байрами вәлиниң өзидин кичик сафийуддин вә абдал мурад исимлик қериндашлириниң барлиқи билинмәктә. сафийуддинниң мазариниң нәдилики намәлум болуш билән бир вақитта, абдал мурадмниң һаҗи муради вәли дегән исми биләнму билинидиған йәнә бир қериндиши абдал мурадниң мәқбәрәси күнимиздә чанқириниң әлдиван наһийәси сәйдикөй йезисидидур.

һаҗи байрами вәли бәш оғул, үч қиз пәрзәнт йүзи көргән болуп, оғуллириниң исми әһмәд баба, баба султан, әдһәм баба, ибраһим баба, әли бабадур. қизлиридин «хәйррунниса хатун» һәққидә мәлумат йоқ. һаҗи байрами вәлиниң нәсли оғли шәйх әһмәд баба вә қизи хәйрунниса хатунниң әвладлири арқилиқ һазирғичә давамлашқан.

османли империйәси дәвригә аит тарихий һөҗҗәтләрдә һаҗи байрами вәлиниң нәслидин болған шәхсләр зикри қилинған. җүмлидин әнқәрәдики фатимә баҗи йезисида мәқбәрә, җамә, ханиқа қатарлиқ йадикарлиқлири бар болған һаҗи туғрул вә оғул бәгниң һаҗи байрами вәлиниң нәслидин икәнлики қәйт қилинған. униң әвладлиридин әһмәд баба әнқәрәдики «пир өйи» исимлик ханиқаниң шәйхлиқ вәзиписини өтигән. қизи хәйрунниса ханун болса бизгә түрк әдәбийати вә мәдәнийитигә мирас қалдурған йадикарлиқлири билән тонушлуқ болған шаир әшрәфоғлу руминиң рәпиқисидур.

һаҗи байрами вәлиниң балилиқ дәвридә әнқәрә вә әтрапи османли султани орһан ғазиниң оғли гази сулайман паша тәрипидин 1354 – йили османли империйәсиниң терротерийәсигә дахил қилинған. өлкә мәркизи болған әнқәрә османли империйәси һакимийәт йүргүзгән мәзгилдиму муһим орон тутидиған болуп, анадолу бәгләрбегиниң һакимийәт мәркизи болған.

һаҗи байрами вәли шу йиллларда техи кичик бала болуп, балилиқ дәврини қериндашлар тәшкилатиниң тәсири күчлүк йәрләрдин бири болған әнқәрәгә охшиған бир шәһәрдә өткүзгән.

шәһәр мәркизи вә йезиларда һүнәрвән - касиплар бирликиниң вәкиллири болған аһи бабалар бар иди, аһи чомақ, аһи муһәммәд, аһи әлван, аһи әвран, аһи һүсам, аһи шәрафәддин, аһи йақуб, аһи мурад, аһи доған, аһи өрән, аһи мәсуд қатарлиқлар шу шәхсләрниң бир қисмидур. аһиләр (қериндашлар тәшкилатиниң әзалири) шәһиридә йетишкән һаҗи байрамниң йәнә бир ләқими «аһи султан» дур. дәрвәқә у, устази сомунҗу бабаниң тәвсийәсигә бинаән деһқан – чарвичилиқ билән шуғулланған бир аһи ледәрдур.

һаҗи байрами вәли сомунҗу бабаниң йениға кетиштин бурун мәликә хатун мәдрисисидә бир мәзгил оқутқучилиқ қилған.

әвлийа чәләби 1560 – йили һаҗи байрами вәлиниң қәбриси вә куллиййәсини зийарәт қилған. әвлийа чәләбигә көрә, әр султан, һаҗи байрами вәлиниң устазидур. әр султанниң әнқәрә ағачпазарида кичик гүмбәзлик бир мәқбәрәси бар болуп, мәқбәрәси һәммә тәрипидин зийарәт қилиниду.

һаҗи байрами вәли һәм илим – мәрипәт бабида камалиға йәткән бир алим һәм әвлийалардин һесаблинидиған тәсәввуп әһли иди. йилдирим бәйазид хан оттура анадолуға йүрүш қилған мәзгилләрдә һаҗи байрами вәли билән учришип қалған вә йилдидим хан уни «мәслиһәтчилик» вәзиписигә тәйинлигән.

1402 – йили әнқәрә урушида йилдирим ханниң қошуни йеңилгәндин кейин сомунҗу баба билән бирликтә бурсадин көчүп кетип, адана вилайитидики җәйһан дәрйаси бойидики әвлийалар йашайдиған бир йезиға йәрләшкән. бир мәзгил бу йәрдә йашиғандин кейин бурсаға қайтқан. сомунҗу баба әнқәрәгә қайтқандин кейин һаҗи байрамму әнқәрәгә қайтип, давамлиқ оқуғучи йетиштүрүш билән шуғулланған. униң бүгүнки күндә билинидиған мәшһур оқуғучилири арисида фатиһ султан мәһмәтниң устази ақшамсәддинму бар иди. султан 2 – мурад һаҗи байрами вәли билән әдирнәдә тонушқан.

һаҗи байрами вәли 1430 – йили әнқәрәдә вапат болған вә өзидин кейин тәсис қилинған «байрамилиқ» дәп аталған бир супий сулукиниң башламчиси болған.

қәдимки дәвр османли империйәси тарихиниң йазғучиси ашиқпашазадә уни мундақ тонуштурған:

анадолуда һаҗи байрам оттуриға чиқти, у дуалири мәқбул әвлийалардин бири иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر