«һәқиқий ислам тинчлиқ вә һөрмәт динидур»

италийәниң милано шәһиридә «һәқиқий ислам тинчлиқ вә һөрмәт динидур» шоари астида мусулманлар үчүн «айалларға һөрмәт қилиш курслири» ечилиду.

443732
«һәқиқий ислам тинчлиқ вә һөрмәт динидур»

түркийә авази радийоси хәвири: милано, монза вә брианза ислам җамаәйлири бирлики тәрипидин ечилидиған курсларда шәһәрдики мусулманларға «җинсийәт баравәрлики» вә «һес – туйғулуқ һайат» қатарлиқ темиларда тәлим берилиду. мәлуматларға қариғанда, уйуштурғучилар курсларниң мусулман әрләр, той қилиш алдида туруватқан қиз – йигитләр вә имамларниму өз ичигә елишини тәләп қилидиған болуп, курс җәрйанидики паалийәтләр даирисидә җүмә намазлири җәрйанида берилидиған тәблиғләрдиму айалларға һөрмәт тоғрулуқ вәз ـ нәсиһәт қилиниши пиланланмақта икән. курсларниму өз ичигә алған лайиһә даирисидә айалларға зораванлиқ қилишқа қарши елан сәпәрвәрлик һәрикәтлириму ишқа кириштүрүлгән болуп, тонуштуруш видеосида әрәбчә вә италийанчә қатарлиқ һәр хил тилларда «муһәббәт демәк, һөрмәт демәктур», «йолдишиңизниң сени уруши, униң сизни йахши көрмәйдиғанлиқиниң ишарити» қатарлиқ сигналлар берилмәктә. видеодики имамму: «исламниң айалларға зораванлиқ қилишиға изин беридиғанлиқини илгири сүридиғанлар шәк – шүбһисиз йалғанчилардур» демәктә. милано, монза вә брианза ислам җамаәйлири бирлики байанатчиси девиде пиккардо бу һәқтә елан қилған байанатида, «бу лайиһәләр арқилиқ исламға қарита хата қарашларни йоқитишни нишан қиливатимиз, һәқиқий ислам тинчлиқ вә һөрмәт динидур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر