дунйа тарихиниң әң дәһшәтлик қирғинчилиқлиридин бири

дунйа тарихиниң әң дәһшәтлик қирғинчилиқлиридин бири болған сарайево қәтлиаминиң 22 – йиллиқи мурасим арқилиқ хатириләнди

428251
дунйа тарихиниң әң дәһшәтлик қирғинчилиқлиридин бири

түркийә авази радийоси хәвири: боснийә – гертсеговинаниң пайтәхти сарайевода өткүзүлгән мурасимда боснийә уруши мәзгилидә серблар тәрипидин маркалә базирида қәтл қилинған 68 киши әсләп өтүлди.

қурбанларниң йеқин – йоруқлири минамйот чүшкән җайға гүлчәмбирәк қойди.

мәлуматларға қариғанда, серблар боснийә уруши мәзгилидә сарайевони уда 48 ай қамал қиливалған, қамал 22 – айға қәдәм қойғанда срблар маркалә базири әтрапида аилисигә пәқәт бир лоқма таам тепиш үчүн типирлаватқан бошнақларниң үстигә бомба йағдурған, һуҗумда 68 киши һайатидин айрилған, 144 киши йариланған, әмма серблар мәсум пуқралар нишан қилинған дәһшәтлик һуҗумни инкар қилип, бу һуҗумдин өзлириниң җавабкар әмәсликини илгири сүргән. һәтта бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатидиму бомбиниң бошнақларниң базилиридин етилғанлиқи илгири сүрүлгән. лекин лаһей хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисидә серб қоманданлар сотланған чағда һәқиқий әһвал айдиңлашқан.

сарайевони қамал қилған серб қисимлириниң қомандани станислав галич һуҗумни етирап қилған вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر