рәисиниң мейити йәрликкә қойулди

тик учар вәқәсидә җенидин айрилған иран пирезиденти ибраһим рәисиниң мейити мәшһәдтики имам риза қәбрисидә өткүзүлгән мурасимдин кейин йәрликкә қойулди.

2143610
рәисиниң мейити йәрликкә қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһим рәисиниң мейити тәбриз, қум, теһран вә бирҗәнд шәһәрлиридә өткүзүлгән видалишиш мурасимлиридин кейин, түнүгүн (23-май) мәшһәд шәһиригә елип келинип йәрликкә қойулди.

ибраһим рәиси 19-май (2024) әзәрбәйҗан чеграсидики су тосмисиниң ечилиш мурасимиға қатнишип қайтиватқинида, шәрқий әзәрбәйҗан иштатида тик учар чүшүп кетип җенидин айрилған иди. рәисигә һәмраһ болған ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийанниң мейити рәй шәһиридә йәрликкә қойулди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر