хитай тәйвән әтрапида кәң көләмлик һәрбий маневир башлиди

бейҗиң, хитай билән болған игилик һоқуқ талаш-тартиши давам қливатқан тәйвәнниң йеңи рәһбири ләй чиңде вәзипигә олтуруп үч күндин кейин, тәйвән арили вә униң әтрапида кәң көләмлик һәрбий маневир башлиди.

2143222
хитай тәйвән әтрапида кәң көләмлик һәрбий маневир башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай армийәси шәрқий фиронт қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип, хитай армийәсиниң тәйвән боғузи, тәйвән арилиниң шимали, җәнуби вә шәрқий районлири билән чоң қуруқлуққа йеқин йәрдики кинмен, матсу, вучи вә доңйин араллири әтрапида бирләшмә һәрбий маневир башлиғанлиқини уқтурди.

хитай армийәси шәрқий фиронт қоманданлиқ иштаби байанатчиси ли ши, маневирниң «тәйвән мустәқиллиқи йолидики һәрикәтләрни җазалаш вә чәт әл күчлирини (тәйвән мәсилисигә) арилашмаслиқ тоғрисида агаһландуруш»ни нишан қилидиғанлиқини илгири сүрди.

байанатта, икки күн давамлишидиған «бирләшмә қилич -2024A» намлиқ һәрбий маневирға қуруқлуқ, һава, деңиз вә ракета қисимлириниң қатнишидиғанлиқи, маневир җәрйанида, «бирләшмә деңиз-һава уруш тәййарлиқи чарлаш паалийәтлири, бирләшмә җәң мәйданини қолға киргүзүп тизгинләш вә нуқтилиқ нишанларға бирлишип зәрбә бериш мәшиқлириниң елип берилидиғанлиқи» қәйт қилди.

байанатта көрситилишичә, маневирда «чарлаш машинилири диққитини тәйвән арили әтрапидики районларға мәркәзләштүридикән, һәр қайси қисимларниң һәқиқий җәң қилиш иқтидари араллар зәнҗири ичи-сиртида елип берилидиған бирләшмә һәрикәтләр» арқилиқ синақ қилинидикән.

тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида <хитай армийәсиниң маневир уқтуруши>ни әйибләп байанат елан қилип: «биз тоқунушниң койида әмәсмиз, әмма тоқунуштин қачидиған һалимизму йоқ. бизниң дөләт бихәтәрликимизни қоғдашқа болған ишәнчимиз камил» дегәнләрни қәйт қилди.

тәйвән әтрапида қоршав шәкилләндүргән маневир, аралдики һөкүмәтниң йеңи сайланған рәһбири ләй чиңдениң 20-майдики қәсәм берип, вәзипә тапшурувелиш мурасимидин кейин елип берилди.

13-йанвар тәйвәндә өткүзүлгән пирезидент сайлимида ғәлибә қилған һакимийәт бешидики демократик тәрәққийат партийәси намзати ләй чиңде, мушу һәптиниң бешида қәсәм берип, вәзипә тапшуруп алғаниди.

ләй пирезидент сүпитидә қилған тунҗи сөзидә, тәйвән боғузиниң икки тәрипидики бурунқи һаләтни сақлап қелишқа тиришидиғанлиқини оттуриға қойуп, хитайни тәйвәнгә һәрбий җәһәттин тәһдит селишни тохтитишқа чақирғаниди.

тәйвән һөкүмитиниң игилик һоқуқ, демократийә, әркинликни қоғдаш билән биргә һазирқи һаләтни сақлап қелишта чиң туридиғанлиқини билдүргән ләй чиңде сөзини давамлаштуруп: «асасий қанунға асасән, хитай (тәйвән) җумһурийитиниң пүтүн игилик һоқуқи хәлқниңдур. хитай җумһурийити билән хитай хәлқ җумһурийити бир-бириниң бойунтуруқида әмәс» дегәниди.

бейҗиң һөкүмити ләй чиңдениң тәйвән мустәқиллиқниң койиға киридиғанлиқиниң «хәтәрлик сигнали»ни бәргәнликини илгири сүрүп тәнқид қилғаниди.

хитайда иккинчи дунйа урушидин кейин, җйаң кәйши рәһбәрликидики хитай милләтчи партийәси (гоминдаң) билән мавзедуң рәһбәрликидики хитай компартийәси күчлири арисида чиққан ички урушта ғәлибә қилған коммунистлар, 1949-йили 1-өктәбир хитай хәлқ җумһурийитиниң қурулғанлиқини җакарлиған иди.

ички урушта мәғлуп болған милләтчи хитайлар 1912-йили қурулған «хитай җумһурийити»ниң һакимийәт аппаратлирини тәйвәнгә йөткигән иди.

хитай хәлқ җумһурийити өзиниң бир парчиси икәнликини илгири сүридиған тәйвән, 1949-йилдин бери әмәлий нуқтидин ейтқанда, бир мустәқил дөләт сүпитидә һәрикәт қилип кәлмәктә.

йеқинқи йиллардин буйан тәйвәнгә қаратқан бесимини күчәйткән бейҗиң һөкүмити, тәйвәнниң чоң қуруқлуқ билән қайтидин бирлишиши үчүн зөрүр тепилғанда күч ишлитиштин йанмайдиғанлиқини тәкитлимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر