италийә дөләт мудапиә министири йиғин җәрйанида һушидин кәтти

италийә дөләт мудапиә министири гуйдо кросетто дохтурханида җиддий балнестқа елинди.

2142665
италийә дөләт мудапиә министири йиғин җәрйанида һушидин кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: италийә дөләт мудапиә министири кросетто пайтәхт римда пирезидент сергийо маттарелланиң рийасәтчиликидә өткүзүлгән «дөләткә йүзләнгән ички - ташқи бихәтәрлик тәһдити вә хәлқараниң йеңи вәзийити» темилиқ дөләт мудапиә алий кеңиши йиғинида туйуқсиз һушидин кәтти.

кросетто һушидин кәткәнлики үчүн йиғин йеримида тохтитилди вә җиддий қутқузуш машиниси билән дохтурханиға елип берилди.

кросетто февралдиму көкрәк ағриқи сәвәбидин римдики сан карло ди нәнси дохтурханисида балнестқа елинған иди.

2022-йили 25-сентәбирдики сайламда биринчи партийә сүпитидә утуп чиққан италийә оңчил қериндашлар партийәсиниң қурғучилириниң бири болған гуйдо кросетто, 2022 - йили 22 - өктәбирдә баш министир гиоргийа мелониниң рәһбәрликидә қурулған оң қанат бирләшмә һөкүмәттә дөләт мудапиә министири болуп вәзипигә тәйинләнгән иди.

кросеттониң бурундинла йүрәк кесили барлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر