иран австралийәгә ултиматом тапшурди

теһран «райондики муқимсизлаштурғучи һәрикәтлири» сәвәбидин иранниң йуқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлири вә органлириға җаза йүргүзүшни қарар қилған австралийәниң теһрандики вакаләтчисини ташқи ишлар министирлиқиға чақиртти.

2140325
иран австралийәгә ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, австралийәниң теһрандики вакаләтчисигә наразилиқ ултиматоми тапшурулғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, австралийәниң теһранда турушлуқ дипломатиға <канберра һөкүмитиниң иранниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири вә бир қисим органлириға җаза йүргүзүшиниң қанунсизлиқ қилиш вә мәсулийәтсизлик икәнлики> билдүрүлүп, теһранниң буларға җаваб қайтуруш һоқуқини сақлап қалидиғанлиқи тәкитләнгән.

австралийә ташқи ишлар министирлиқи 14-май йазма байанат елан қилип, «иранниң оттура шәрқтики муқимсизлаштурғучи һәрикәтлири»гә наразилиқ билдүрүш мәқситидә, дөләт мудапиә министири муһәммәд риза аштийани вә қуддус қисимлири қомандани исмаил қаани қатарлиқ иранниң 5 йуқири дәриҗилик әмәлдариға җаза йүргүзүшни қарар қилғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر