йавропа рәһбәрлири оттура шәрқ вәзийитини музакирә қилиду

йавропа иттипақи рәһбәрлири иқтисадий мәсилиләрдин башқа, оттура шәрқ вәзийитини музәкирә қилиш үчүн бирйусселда йиғин өткүзиду.

2128869
йавропа рәһбәрлири оттура шәрқ вәзийитини музакирә қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи рәһбәрлири бүгүн (17-апрел) оттура шәрқ вәзийитини музакирә қилиш үчүн бирйусселда икки күн йиғин өткүзиду. йиғинға 27 дөләтниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлири қатнишиду. мәзкур йиғин йавропа иттипақи рәһбәрлириниң 6-9-ийун күнлири өткүзүлидиған йавропа парламенти сайлимидин илгирики әң ахирқи йиғини болуп қалиду.

йиғинға, йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез мишел рийасәтчилик қилиду. йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула фондерлейен, йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррелму қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر