америка йәмәндики һусийларға зәрбә бәрди

америка қошма иштатлири йәмәндики иран қоллаватқан һусийларниң контроллуқидики районларда 2 учқучисиз һава аппаратини етип чүшүрди.

2128740
америка йәмәндики һусийларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби (CENTCOM) ниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилинған байанатта, түнүгүн етип чүшүрүветилгән учқучисиз һава аппаратлириниң америка қошма иштатлири билән иттипақдаш күчлиригә аит парахотларға «тәһдит» шәкилләндүргәнлики қәйт қилинди.

байанатта, бу паалийәтләрниң деңиз сәпәрлири әркинликини қоғдаш, һәмдә хәлқаралиқ деңиз тәвәликлирини америка қошма иштатлири, иттипақдашлири вә сода парахотлири үчүн техиму бихәтәр қилиш үчүн елип бериливатқанлиқи, америка қошма иштатлириға аит парахотлар  вә бу райондин өткән сода парахотлирида һечқандақ зийан көрүлмигәнлики байан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر