украина алдимиздики 100 күн ичидә қирим көврүкини пачақлап ташлашни пиланлимақта

әнгилийәниң «The Sun» гезити украинаниң ийул ейиниң оттурилирида қирим көврүкини қаттиқ бомбардиман қилиш арқилиқ пачақлап ташлиши мумкинлкини хәвәр қилди.

2128233
украина алдимиздики 100 күн ичидә қирим көврүкини пачақлап ташлашни пиланлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: хәвәрдә билдүрүлишичә, русийә тәрипидин қанунсиз қошувелинған қирим билән русийә оттурисидики бирдинбир бағлиниш йоли болған бу көврүкни пачақлап ташлаш үчүн украина қораллиқ қисимлири <боран сайә> намлиқ бомба оралмиси, тизгинәклик деңиз апиратлири вә F-16 типлиқ уруш айропиланлирини ишлитишни пиланлиған.

әнгилийәниң «The Sun» гезити украинаниң нишанға зәрбә беришни вә бу арқилиқ һуҗум қилиш иқтидарини ғәрбкә көрситишни халайдиғанлиқини һәмдә 100 күн ичидә көврүкни вәйран қилишқа тиришидиғанлиқини вә буниң украина қораллиқ қисимлириниң биринчи һуҗум нишани икәнликини илгири сүрди.

украина пирезиденти володимир зеленский бултур ийулда украина даирилириниң бу көврүкни йоқутуш тиришчанлиқиниң давамлишидиғанлиқини, чүнки бу көврүкниң қиримға қорал тошушта ишлитилидиған асаслиқ йол икәнликини ейтқан иди.

зеленский кийев даирилириниң қирим көврүкини пачақлап ташлаш үчүн қануний вә әхлақий һәқ - һоқуқи барлиқини, бу һоқуқларни чоқум ишқа салидиғанлиқини тәкитлигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر