пакистанда қаттиқ йамғур вә чақмақ соқуш сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 55 кә йәтти

пакистанниң ғәрбий җәнубидики өлкиләрдә йеқинқи 4 күндин буйан қаттиқ йамғур вә чақмақ соқуш сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 55 кә йәтти.

2128127
пакистанда қаттиқ йамғур вә чақмақ соқуш сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 55 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан тәбиий апәтләргә тақабил туруш идариси мәсуллири пәнҗап, балучистан вә хәйбәр пантонхва қатарлиқ өлкиләрдә қаттиқ йамғур вә чақмақ сәвәбидин 55 кишиниңҗенидин айрилғанлиқини елан қилди.

мәсуллар җенидин айрилғанларниң көпинчисиниң буғдай оруш җәрйанида чақмақ соқувәткән деһқанлар икәнлики тоғрулуқ учурларни һәмбәһрлиди.

баш министир шаһбаз шәриф алақидар мәсулларға, йамғурниң еғир тәсиригә учриған районларға җиддий йардәм қилиш буйруқи чүшүрди.

йамғур сәвәбидин келип чиққан кәлкүн апитидә, нурғун өйләр зийанға учриди, ул- әслиһәләргиму еғир зийан йәтти.

пакистанда 2022 - йилиму дөләтниң үчтин бири су астида қалған вә кәлкүндә тәхминән 2 миң киши җенидин айрилип, 30 милйард долларға йиқин маддий зийан көрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر